Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Әстир 1:12 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

12 Лекин һәрәмъағилири ханиш Ваштиға падишаниң әмрини йәткүзгәндә, у беришни рәт қилди. Буниң билән падиша интайин хапа болуп, ғәзиви өрләп кәтти.

Gade chapit la Kopi




Әстир 1:12
19 Referans Kwoze  

Әй аяллар, силәрму әрлириңларға бойсунуңлар. Шундақ қил­саң­лар, Худаниң сөзигә ишәнмәйдиған әрләр өз аялиниң бу пәзи­литидин тәсирлинип Худаға ишиниши мүмкин. Силәрниң уларға артуқчә гәп қилишиңларниң һаҗити йоқ. Чүнки улар силәрниң Худа­ға болған чоңқур һөрмитиңлар вә пак пәзилитиңларни көрәләйду.


Худди мәсиһийләр җамаити Әйса Мәсиһкә бойсунғинидәк, аялларму һәр қандақ ишта өз әрлиригә бойсунсун.


Әй аяллар, Рәббимизгә бойсунғиниң­лар­дәк, әрлириңларға бойсунуңлар.


Һарун мундақ җавап бәрди: — Маңа хапа болмиғайсән. Бу кишиләрниң яманлиқ қилишқа нийәт бағлиғанлиғидин сениң хәвириң бар. Улар маңа:


Муса қараргаһқа йеқин келип, мозай бут вә уссулға чүшкән халайиқни көрүп, ғәзивини басалмай, тағниң етигидә елип чүшкән икки таш тахтини йәргә ташлап чеқивәтти.


Кейин Пәрвәрдигар Худа аялға: — Һамилдарлиғиңниң азавини һәссиләп ашуримән. Туғутуңниң толғиғиниму көп қилимән. Шундақтиму ериңгә күчлүк иштияқ бағлайсән, у сени башқуриду, — деди.


ханиш Ваштиға ханишлиқ таҗини кийдүрүп, һозуриға тәклип қилип келишлирини буйриди. Ханиш интайин чирайлиқ аял болғачқа, падиша алий әмәлдарлири билән барлиқ зияпәт әһлигә униң гөзәл җамалини көрсәтмәкчи еди.


Әшу вақиттики падишаларниң қаидиси бойичә падиша мәлум мәсилиләргә дуч кәлгәндә, қанун вә тәртип-интизамни яхши билидиғанларниң мәслиһитини алатти, шуңа падиша өз заманиниң йетилгән данишмәнлиридин мәслиһәт сориди.


Падиша ғәзәп билән орнидин туруп, зияпәтханидин орда гүлзарлиғиға чиқип кәтти. Һаман падишаниң өзини бош қоювәтмәйдиғанлиғини билип, ханиш Әстирдин бир қошуқ қенини тиләш үчүн қалди.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite