Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Әстир 1:1 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

1-2 Төвәндики вақиә падиша Аһашвируш заманида йүз бәргән. Аһашвируш Суза шәһиридики падиша тәхтидә олтирип, Һиндстандин Мисирниң нерисиғичә болған бир йүз жигирмә йәттә өлкигә һөкүмранлиқ қилған еди.

Gade chapit la Kopi




Әстир 1:1
10 Referans Kwoze  

Шуниң билән үчинчи айниң, йәни Шиван ейиниң жигирмә үчинчи күни Мордикай падишаниң хәтчилирини жиғип, йәһудийларға вә Һиндстандин Мисирниң нерисиғичә болған империяниң җәми бир йүз жигирмә йәттә өлкисидики рәислири, бәглири вә әмәлдалириға қарита мәктүп яздурди. Мәктүпләр һәр бир өлкиниң өз тил-йезиғида, шундақла йәһудийларниң тил-йезиғида йезилди.


Бу мәктүпләр падиша Аһашвируш һакимийити астидики бир йүз жигирмә йәттә өлкидики пүтүн йәһудийларға йезилған еди. Мәктүпләрдә йәһудийларға теч-аманлиқ тиләнгән еди.


Бу чирайлиқ қизларни Суза шәһиридики һәрәмханиға жиғип келиш үчүн империялириниң һәр қайси өлкилиригә әмәлдарлар тайинлансун. Қизлар орда тоқаллириға җавапкар һәрәмъағиси Һегайниң башқурушида болсун вә пәдәз мулазимити билән тәминләнсун.


Падиша Аһашвируш өз империясиниң пүтүн йәрлиридин, һәтта оттура деңизғичә болған җайлардин алван/мәҗбурий селиқ жиғатти.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite