7 Ғоҗайиниңларға разимәнлик билән хизмәт қилиңлар. Уни адәмләр үчүн әмәс, бәлки Рәббимиз үчүн қилғандәк қилиңлар.
Һәр қандақ иш қилғанда, җан-дил билән қилиңлар. Буни адәмләр үчүн әмәс, Рәббимиз үчүн қилғандәк қилиңлар.
Муһими немә йәп, немә ичишиңлар, қандақла иш қилишиңлардин қәтъий нәзәр, уни пәқәт Худаниң улуқлиниши үчүн қилиңлар.
Силәргә мәлумки, мән пүтүн күчүм билән атаңларниң хизмитини қилдим.
Худаға шүкүр! Гәрчә силәр бурун гунаниң қули болған болсаңларму, лекин һазир гунаниң күчидин әркин қилинип, һәққанийлиқниң қуллири болдуңлар. Чүнки Худа силәргә бәргән тәлимгә чин дилиңлардин бойсундуңлар.