Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Әфәсликләргә йезилған хәт 6:5 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

5 Әй қуллар, бу дуниядики ғоҗайинлириңларға худди Әйса Мәсиһкә бойсунғандәк чоңқур һөрмәт вә чин қәлб билән бойсунуңлар.

Gade chapit la Kopi




Әфәсликләргә йезилған хәт 6:5
27 Referans Kwoze  

Әй аяллар, Рәббимизгә бойсунғиниң­лар­дәк, әрлириңларға бойсунуңлар.


Әнди сән уни қул қатарида әмәс, бәлки қулдин үстүн — сөйүмлүк бир мәсиһий қерин­ди­шиң қатарида көрәрсән. У мән үчүн интайин қәдирликтур. Сән үчүн техиму шундақ болуши керәк. Чүнки сениң һазир униң билән қул-ғоҗайинлиқ мунасивитиң болупла қалмай, Рәббимизгә ишиниш җәһәттә қериндашлиқ мунасивитиңму бардур.


Шуңлашқа, әзиз қериндашлирим, мән араңлардики вақтимда һемишәм сөзүмни аңлиғиниңлардәк, силәрдин айрилған мошу вақит­лардиму сөзүмни техиму яхши аңлаңлар. Худадин қорқуп вә Уни чоңқур һөрмәтләп, Худа силәрни қутқузғанда ата қилған йеңи һаятни турмушуңларға өзләштүрүшкә тиришиңлар.


Бу дунияниң даналиғиға әмәс, бәлки Худаниң шәпқитигә тайинип, жүрүш-турушимизда, болупму силәр билән болған мунасивитимиздә сәмимий вә ақ көңүл болғанлиғимизға вижданимиз гувадур. Биз мана буниң билән пәхирлинимиз.


Худа тәрипидин чақирилған киши қул болса, у Рәббимиз Әйсаға мәнсүп болғанлиғидин роһий җәһәттә азат қилинған әркин адәмгә айлиниду. Шуниңдәк Худа тәрипидин чақирилған киши әркин адәм болса, у Әйса Мәсиһкә бойсунғанлиғидин Униң қулиға айлиниду.


Мениңму үстүмдә башлиғим, қол астимда ләшкәрлирим бар. Биригә бар десәм, бариду, биригә кәл десәм, келиду. Чакиримға бу ишни қил десәм, у шу ишни қилиду, — деди.


— Икки ғоҗайинға тәң хизмәт қилалайдиған һеч қандақ киши йоқ. У яки бирини яман көрүп, йәнә бирини яхши көриду яки биригә етивар берип, йәнә биригә сәл қарайду. Шуниңға охшаш, силәрниң бирла вақитта һәм Худаниң, һәм мал-дунияниң қули болушуң­лар мүмкин әмәс.


Периштә униңға: — Сән аял ғоҗайиниңниң йениға қайтип берип, униңға бойсун­ғин, — деди.


Рәббимиз Әйса Мәсиһни өчмәс меһир-муһәббәт билән сөйгүчиләрниң һәммисигә Худаниң меһир-шәпқити яр болғай!


Шуңа Титус һәммиңларниң униңға қандақ бойсунғанлиғиңларни, уни шунчә чоң көрүп, һөрмәт билән күтүвал­ғанлиғиңларни әслигинидә, униң силәргә болған муһәббити техиму чоңқурлашмақта.


Силәрниң йениң­ларға барғинимда, аҗизлиғимдин бу вәзипини қандақ орунлармән, дәп қорқуп, һәтта титрәп кәткән едим.


Һәр күни мәркизий ибадәтхана һойлисиға кирип, ибадәт қилишатти. Өйлиридиму хошал-хорамлиқ вә ақ көңүллүк билән бир-бирини меһман қилишип, һәзрити Әйсани хатириләш үчүн нанни бөлүшүп йейишәтти.


— Көз тәнниң чириғидур. Әгәр көзүңлар яхши болса, йәни көзүң­лар Худада болса, пүтүн вуҗудуңлар йоруқлуқ билән толиду.


Әгәр мениң Худа тәрипидин ләнәт астида қелип, Әйса Мәсиһтин айрилип қелишим қериндаш­лирим вә җан-җигәрлирим болған исраилларниң қутқузулуши үчүн ярдәм берәлисә, мән мундақ қилишқиму рази болаттим.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite