4 Әй атилар, пәрзәнтлириңларниң аччиғини кәлтүрүп, өчмәнлик пәйда қилмаңлар. Уларни Рәббимизниң тәлими бойичә тәрбийиләңлар.
Әй атилар, пәрзәнтлириңларға болған муамилидә уларниң нәпритини қозғап қоймаңлар. Ундақ қилсаңлар пәрзәндиңлар чүшкүнлишип кетиду.
Сән балилиқ чағлириңдин тартипла Муқәддәс Язмиларни үгәндиң. Бу Язмилар саңа Әйса Мәсиһкә болған ишәнч арқилиқ қутқузулушқа елип баридиған әқил-парасәтни тәғдим қилди.
Мән уни өз балилири вә әвлатлириға Мениң йолумни тутушни, дурус вә һәққаний болушни буйрисун, дәп таллидим. Шундақ қилса, Мәнму униңға бәргән вәдәм бойичә һәммә ишни қилип беримән».
Сениң сәмимий ишәнчиң есимдин чиқмайду. Әң авал момаң Лоидә вә анаң Әвникидә бар болған ишәнчниң әнди сәндиму бар екәнлигигә чоңқур ишинимән.
Бу вәдә шуки, униңға әмәл қилсаңлар, «бәхитлик болисиләр вә бу дунияда узун өмүр сүрисиләр».