Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Әфәсликләргә йезилған хәт 6:13 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

13 Мүшкүл күнләрдә дүшмәнниң һуҗумиға тақабил туралишиңлар һәм җәңдин кейинму қәддиңларни руслап туралишиңлар үчүн, Худа ата қилған қоғдиниш қураллири билән толуқ қураллиниңлар.

Gade chapit la Kopi




Әфәсликләргә йезилған хәт 6:13
15 Referans Kwoze  

Чүнки җәң қураллиримиз бу дунияға хас қураллар әмәс, бәлки шәйтанниң мустәһ­кәм қорғанлирини гумран қилидиған, Худаниң күч-қудритигә егә болған қураллардур.


Һәр вақит һошияр болуңлар, йүз беридиған бу аламәтләрдин аман-есән өтәлишиңлар вә қиямәт күни Инсан Оғли алдида қорқмай туралишиңлар үчүн һәр дайим дуа қилиңлар, — деди.


Хәйирлик ишларни қилиш пурситини қолдин бәрмәңлар. Чүнки яшаватқан бу дәвримиз яман дәвирдур.


Ташлиқ топиға чүшкән уруқлар Худаниң сөзини аңлиған һаман хошаллиқ билән қобул қилғанларға тәмсил қилинған. Улар буниңға бир мәһәл ишәнгән болиду, амма уларниң йилтизи болмиғанлиғи үчүн, бирәр мүшкүллүккә йолуқсила, бәрдашлиқ берәлмәйду.


Бәрдашлиқ бериш һәққидики әмримгә әмәл қилғанлиғиң үчүн, бу дуниядики инсанларни синаш мәхситидә пүтүн йәр йүзигә балаю-апәт чүшири­лидиған вақитта сени униңдин қоғдап қалимән.


Әйса Мәсиһниң хизмәткари вә жутдишиңлар болған Епафира­дин силәргә салам. У силәрниң ишәнчтә пишип йетилишиңлар, Худа­ниң пүткүл ирадисигә болған ишәнчиңларда чиң турушуңлар үчүн, һемишәм җан-дили билән дуа қилмақта.


Бундақ ишларға банә көрситәләйдиғанлар ялған-явдақ сөзлири билән силәрни алдап кәтмисун. Чүнки Худаниң ғәзиви бундақ ишларни қилип, Худаға бойсунмиғанларниң үстигә чүшиду.


Чүнки уларниң ғәзиви тутқан дәһшәтлик күн кәлди. Униңға кимму бәрдашлиқ берәлисун?»


Қараңғу кечә өтүп кәтти, күндүз, йәни Әйса Мәсиһниң қайтип келидиған күни йеқинлап қалди, шуңа қараңғулуқниң ишлирини ташлап, йоруқ­луқниң савутини кийиңлар.


Шуниң үчүн Худаға бойсунуңлар, шәйтанға қарши туруңлар, шу чағдила шәйтан силәрдин қачиду.


Әйса Мәсиһ җисманий җәһәттә азап-оқубәт чәккән екән, силәрму шундақ ирадә билән өзәңларни қуралландуруңлар. Чүнки Худа йолида җисманий җәһәттә азап-оқубәт чәккән киши, гуна қилишни тохтитишқа бәл бағлиған болиду.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite