Лекин тул аялларниң пәрзәнтлири яки нәврилири болса, у пәрзәнтләр алди билән өз аилисидин хәвәр елип ишәнчини әмәлиятқа маслаштуруш арқилиқ өз ата-анисиниң әҗрини яндурсун. Чүнки бу Худани хурсән қилиду.
Рәббимизни һөрмәтләш үчүн, инсанлар арисидики һоқуқдарларға, йәни әң жуқури мәнсәптики падиша вә униң қол астидики һакимларға бойсунуңлар. Бу һоқуқдарлар яман иш қилғучиларни җазаға тартиш, яхши иш қилғучиларни һөрмәткә сазавәр қилиш үчүн тайинланған.