Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Әфәсликләргә йезилған хәт 5:9 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

9 Бу йоруқлуқ һаятиңларда яхшилиқ, адиллиқ вә һәқиқәттин ибарәт мол мевиләрни бериду.

Gade chapit la Kopi




Әфәсликләргә йезилған хәт 5:9
18 Referans Kwoze  

Қәдирлик достум, яманлиқтин әмәс, яхшилиқтин үлгә ал. Яхши­лиқ қилған киши Худаға мәнсүптур, яманлиқ қилған киши Худани тонуп йәтмигәндур.


Қериндашлар, мән силәрниң көңлүңларниң яхшилиққа толғанли­ғиға вә өзәңларға керәклик билимгә толуқ егә болуп, бир-бириңларға несиһәт берәләйдиғанлиғиңларға қайилмән.


Бу җәңдә пут тирәп туралишиңлар үчүн, белиңларға һәқиқәт бәлбеғини, көксүңларға һәққанийлиқ савутини тақаңлар.


Әй Худаниң садиқ бәндиси, сән бундақ ишлардин жирақ тур. Һәққанийлиқ, садақәтмәнлик, ишәнч, меһир-муһәббәт, сәвир-тақәт вә мулайимлиқни издә.


Әйса Мәсиһ арқилиқ һаятиңлар йәнә һәққанийлиқ мевиси билән толуп, Худаға шан-шәрәп вә мәдһийиләр елип келисиләр.


Худаниң адил екәнлигини билгән екәнсиләр, адиллиққа әмәл қилғучиларниң Униң пәрзәнтлири екәнлигиниму биләләйсиләр.


Улар ишәнчи билән әтрапидики дөләтләрни бойсундурди, адиллиқ билән дөләт башқурди, Худа вәдә қилғанларға еришти, ширлар үстидин ғалип кәлди,


Әксичә меһир-муһәббәт билән Худаниң һәқиқитини сөзләп, тәнниң, йәни мәсиһийләр җамаитиниң беши болған Әйса Мәсиһкә һәр қайси җәһәттә охшаш болуп өсүп йетилимиз.


Худаниң саңа көрсәткән чоңқур меһриванлиғи, кәңчилиги вә мол сәвир-тақитини сәл чағлаватамсән? Униң саңа меһриванлиқ көрситиштики мәхситиниң сени товва қилидиған йолға башлаш екәнлигини билмәмсән?


Оғлиға: «Сән Худасән, тәхтиң мәңгүлүктур. Сән адиллиқ билән һоқуқ жүргүзисән.


Шуниң үчүн ялғанчилиқни ташлап, бир-бириңларға раст гәп қилиңлар. Чүнки һәммимиз бир тәнниң әзалиримиз.


Һәзрити Әйса Натанйәлниң Өзиниң алдиға келиватқанлиғини көрүп, у тоғрилиқ: — Мана бу ичидә қилчә һейлә-микриси йоқ һәқиқий бир исраил! — деди.


Әгәр: «Гуналиримизға товва қилдуқ» десәңлар, уни һәрикитиңлар билән испатлаңлар.


Әй аяллар, Рәббимизгә мәнсүп болғанлиғиңлар үчүн, шуниңға муна­сип һалда әрлириңларға бойсунуңлар.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite