Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Әфәсликләргә йезилған хәт 5:5 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

5 Чүнки шуни ениқ билиңларки, җинсий әхлақсизлиқ, напаклиқ яки ачкөзлүккә берилгән һәр қандақ адәмгә Әйса Мәсиһниң вә Худаниң Падишалиғида орун йоқ. Ачкөзлүккә берилгән адәм Худаға ибадәт қилишниң орниға мал-мүлүккә ибадәт қилидудә, бутпәрәсләрдин пәриқләнмәйду.

Gade chapit la Kopi




Әфәсликләргә йезилған хәт 5:5
15 Referans Kwoze  

көрәлмәслик, һарақкәшлик, әйш-ишрәт қатарлиқ гуналарни кәлтүрүп чиқириду. Бурунқидәк йәнә бир қетим агаһлан­дуримәнки, бу ишларни қилғучиларға Худаниң Падишалиғида орун йоқ.


Пәскәшләр, сехиргәрләр, җинсий әхлақсизлиқ қилғучилар, қатиллар, бутпәрәсләр, ялғанчилар вә ялғанчилиқ қилиш­қа хуштарларниң һәммиси шәһәрниң сиртида қалиду.


Шуниң үчүн өзәңлардики бу дунияға хас арзу-һәвәсләрни, йәни җинсий әхлақсизлиқ, напаклиқ, шәһванийлиқ, яман һәвәс вә ачкөз­лүк­­ләрни ташлаңлар. Ачкөзлүк бутпәрәсликтин пәриқләнмәйду.


Араңларда җинсий әхлақсизлиқ, напаклиқ яки ачкөзлүккә қәтъий йол қоюлмисун. Чүнки бундақ ишлар Худаниң муқәддәс хәлқигә мас кәлмәйду.


Лекин қорққанчақ, етиқатсиз, бузуқ, қатил, җинсий әхлақсизлиқ қилғучи, сехиргәр, бутпәрәс вә ялғанчиларға кәлсәк, уларниң ериши­диғини гуңгут билән янған от көлидур. Мана бу иккинчи өлүмдур».


Инсанниң гунакар тәбиитигә баш егиши җинсий әхлақсизлиқ, напаклиқ, шәһванийлиқ,


Һәммә адәм некани һөрмәт қилсун. Әр-хотун бир-биригә садиқ болсун. Чүнки Худа некасиз җинсий мунасивәттә болғанлар вә җори­сиға садиқ болмиғанлардин һесап алиду.


Чүнки пулпәрәслик һәр хил яманлиқниң йилти­­­зидур. Бәзиләр бай болуш һәвәси билән ишәнчидин чәтнәп, өзигә түгимәс азап тепивалиду.


Бу дунияда бай болғанларға мәғрурланмаслиқни, өткүнчи байлиқ­қа үмүт бағлимаслиқни буйриғин. Улар үмүтини биз һөзүрли­ниш­кә тегишлик һәммини бизгә мәртлик билән бәргүчи Худаға бағлисун.


Башқиларниң өй-имарәтлири, әр-хотуни, қуллири, кала яки башқа тәәллуқатлириға көз қириңни салма.


Бизниң ишимизда сениң һәссәң йоқ, чүнки Худа алдида нийитиң халис әмәс.


Әнди мән силәрни Худаға вә Униң меһир-шәпқәтлик сөзлиригә тапшурдум. Бу сөзләр арқилиқ Худа ишәнчиңларни күчәйтиду вә Өзиниң муқәддәс хәлқигә атиған мирастин силәрни һөзүрләндүриду.


У бизни шәйтанниң зулум-зәхмитидин қутулдуруп, сөйүмлүк Оғлиниң Падишалиғиға елип кирди.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite