4 Шундақла шәһваний вә әхмиқанә сөзләш, тетиқсиз чақчақ қилиш силәргә яттур. Ундақ қилишниң орниға Худаға шүкүр ейтиңлар.
Әнди бундақ яман ишларниң һәммисини ташлаңлар. Ғәзәплиниш, аччиқлиниш, яман нийәттә болуш, төһмәт қилиш яки әдәпсиз гәп-сөзләрни қилиштәк яман ишлардин жирақ туруңлар.
Ағзиңлардин һәргиз яман сөзләр чиқмисун. Аңлиғучиларниң еһтияҗиға қарап, уларға пайдилиқ болсун дәп, меһир-шәпқәтлик сөзләрни қилиңлар.
Һәр қандақ әһвалда Худаға шүкүр ейтиңлар, чүнки мана булар Худаниң Әйса Мәсиһкә мәнсүп болған силәргә қаратқан ирадисидур.
Чүнки улар ялған-явдақ сөзләр билән махтинип, өзини хата йолдин йеңила тартқанларниң шәһваний һәвәслирини қозғитиш билән уларни аздуриду.
Шу сәвәвидин һемишәм Әйса Мәсиһ арқилиқ Худаға мәдһийилиримизни қурванлиқ сүпитидә атайли, йәни өз ағзимиз билән Униң намини етирап қилайли.
Һеч нәрсидин ғәм қилмаңлар. Әксичә һәр қандақ тәливиңлар болса, дуа-тилавәт арқилиқ Худадин тиләңлар вә шүкүр ейтиңлар.
Лекин бу кишиләр өзлири чүшәнмәйдиған ишлар үстидә күпүрлүк қилиду. Улар әқилсиз һайванлардәк өз тәбиитиниң хаһиши бойичә яшап, шу арқилиқ өзлирини һалак қилиду.
Тил билән тәсвирлигили болмайдиған илтипати, йәни Өз Оғлини ата қилғини үчүн, Худаға шүкүрләр болғай!
нека садиқлиғини бузуш, ачкөзлүк, яманлиқ, һелигәрлик, шәһванийлиқ, көрәлмәслик, төһмәтхорлуқ, тәкәббурлуқ вә һамақәтликләр инсанниң ичидин, йәни қәлбидин чиқиду.
Худди деңизниң дәһшәтлик долқунлири мәйнәтчиликни қирғаққа уруп чиқарғандәк, улар өз бузуқчилиғини ашкарә қилиду. Улар худди еқип чүшкән юлтузларға охшаш болуп, мәңгүлүк һазирлап қоюлған қап-қараңғулуққа йүзлиниду.
Силәрму бизгә дуа қиливатқанлиғиңлар сәвәвидин, биз үчүн қилинған техиму көп дуалар Худаға йетип, Худа бизни өлүм ховупидин қутулдуриду. Буниң билән көплигән кишиләр Худаға шүкүрләр ейтиду.
Улар Худани билишни рәт қилғанлиғи үчүн, Худа уларни яман нийәтлиригә қоюп бәрди. Буниң билән улар қилмаслиғи керәк болған ишларни қилишқа киришти.
Лекин Худа бу икки шәһәрдики кишиләрни җазалаш билән бир вақитта, уларниң шәһванийлиқлиридин жиркәнгән һәм тоғра йолда маңған Лутни қутқузған еди.
Шуңа мән Әйса Мәсиһниң әлчиси болушум билән әслидә сениң қилишқа тегишлик ишни беҗиришиңни жүрәклик һалда буйралалисамму,
силәр үчүн хошаллиққа чөмдуқ. Бундақ әһвалда биз Худаниң алдида силәр үчүн қандақму тәшәккүр ейтмай туралаймиз!
Бир нәччә кемә Тиберийә шәһиридин һәзрити Әйса дуа қилип, халайиққа нан тарқитип бәргән йәргә йеқин келип тохтиди.