Әфәсликләргә йезилған хәт 5:3 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси3 Араңларда җинсий әхлақсизлиқ, напаклиқ яки ачкөзлүккә қәтъий йол қоюлмисун. Чүнки бундақ ишлар Худаниң муқәддәс хәлқигә мас кәлмәйду. Gade chapit la |
«Тамақ қосақ үчүн, қосақ тамақ үчүн» дегәнлик тоғра. Лекин бәзиләр худди шуниңдәк, җинсий әхлақсизлиқму тән үчүндур, дәп қарайду. Бундақ қараш тоғра әмәс. Қосақ вә тамақ пәқәт бу дуниядила болуп, Худа һәр иккилисини йоқитиду. Тенимиз болса, у дуниядиму болиду. Билишиңлар керәкки, тенимиз у җинсий әхлақсизлиқ үчүн әмәс, бәлки Рәббимиз үчүндур. Рәббимиз болса тенимизниң еһтияҗини тәминләйду.
Немә болушидин қәтъий нәзәр, әмәлий һәрикитиңлар Әйса Мәсиһ тоғрисидики Хуш Хәвәргә лайиқ болсун. Шундақ болғанда, мәйли мән йениңларға берип, силәр билән дидар көрүшәй яки мошу йәрдә туруп, силәрниң әһвалиңлардин хәвәрдар болай, силәрниң бир нийәт, бир мәхсәттә қәтъий тәврәнмәй, бу Хуш Хәвәр елип келидиған ишәнч үчүн бирликтә күрәш қиливатқанлиғиңларни биләләймән.