Әфәсликләргә йезилған хәт 5:19 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси19 Силәрниң араңларда Зәбур мунаҗәтлири, Худани мәдһийиләйдиған вә Муқәддәс Роһниң илһамидин кәлгән нахшилар яңрисун. Қәлбиңларда бу нәғмә садалири яңриғандәк, чин қәлбиңлардин Рәббимизни мәдһийиләңлар. Gade chapit la |
Қериндашлар, мән хуласә қилай, силәр Худаға ибадәт қилиш үчүн бир йәргә җәм болғиниңларда, бәзилириңлар мәдһийә нахшилирини ейтисиләр, бәзилириңлар тәлим берисиләр, бәзилириңлар Худаниң аянини йәткүзисиләр, бәзилириңлар өзәңларға намәлум болған тилда сөзләйсиләр, башқилар болса бу тилни чүшәндүриду. Һәммә иш җамаәтниң ишәнчини йетилдүрүш үчүн болсун.