Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Әфәсликләргә йезилған хәт 5:18 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

18 Һарақ-шарап ичип мәс болуп жүрмәңлар. Чүнки бундақ қилиш адәмни жүгәнсизликкә елип бариду. Буниң орниға Муқәддәс Роһқа чөмүп, Униң йетәкчи­ли­гидә болуңлар.

Gade chapit la Kopi




Әфәсликләргә йезилған хәт 5:18
33 Referans Kwoze  

Әйш-ишрәт вә шарапхорлуққа, җинсий әхлақсизлиқ вә бузуқчилиқ, урушқақлиқ вә көрәлмәсликкә берилмәңлар. Йоруқлуқтики кишиләрдәк пак һаят кәчүрүңлар.


У Худаниң нәзәридә улуқ болиду, һарақ-шарап ичмәйду. У анисиниң қосиғидики вақтидин тартипла Худаниң Муқәддәс Роһиға чөмгән болиду.


Лекин һазир мән өзини мәсиһий дәп атавалған, әмәлиятта шәһваний, ачкөз, бутпәрәс, төһмәт­хор, һарақкәш яки алдамчи кишиләр билән алақә қилмаслиғиң­ларни, һәтта улар билән һәмдәстиханму болмаслиғиңларни яздим.


У Муқәддәс Роһқа чөмгән, имани камил, яхши бир адәм болуп, униң түрткисидә нурғун адәм Рәббимиз Әйсаға ишәнди.


Ухлайди­ған­лар кечиси ухлайду, мәс болидиғанларму кечиси мәс болиду.


Лекин әгәр бу чакар көңлидә: «Ғоҗайиним кечикип қайтип келидиғу», дәп башқа әр, аял чакарларни урса вә йәп-ичип мәс болса,


Гунакар болған силәр пәрзәнтлириңларға яхши нәрсиләрни беришни билгән йәрдә, асмандики Атаңлар тилигәнләргә Муқәддәс Роһини илтипат қилмасму?


оғрилар, ачкөзләр, һарақкәшләр, төһмәтхорлар вә алдамчиларға Худаниң Падишалиғида орун йоқ.


Йетәкчиликкә тайинлинидиған киши әйипсиз, бир аяллиқ, пәрзәнт­лири болса Худаға ишинидиған, кәйп-сападин нери болған һәм ата-анисиға бойсунидиған кишиләрдин болуши керәк.


— Һошияр болуңлар! Әйш-ишрәт вә турмушниң ғәм-әндиши­лиригә берилип кәтмәңлар. Қиямәт күни силәргә гоя тосаттин бешиң­ларға ташланған тордәк кәлмисун.


Чүнки силәр бир-бириңларни күтмәй, өзәңлар елип кәлгән тамақни өзәңлар йәверидикәнсиләрдә, бәзиләр қанғичә йәп-ичидикән, йәнә бәзиләр ач қалидикән.


Бир қетим у шарап ичип мәс болуп қелип, кийим-кечәклирини селиветип, чедирида ятатти.


Һалиңларға вай, әй сахтипәз Тәврат устазлири вә пәрисийләр! Силәр тешила пакиз жуюлған чинә-қачиларға охшайсиләр. Қолли­риң­ларни яхши жуйисиләр, бирақ ичиңлар ачкөзлүк вә шәхсийәтчилик билән толған.


башқа чакарларни бозәк қилса вә достлири билән биллә йәп-ичип мәс болуп жүрсә,


униңға: — Бу шарап бәк яхши екән! Башқа саһипханлар яхши шарапни тойниң бешида қуйиду. Меһманлар хелә қанғичә ичкәндин кейин, начирини қуйиду. Һәҗәп, сән әң яхши шарапни мошу чаққичә сақлапсән! — деди.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite