16 Хәйирлик ишларни қилиш пурситини қолдин бәрмәңлар. Чүнки яшаватқан бу дәвримиз яман дәвирдур.
Әйса Мәсиһкә ишәнмигәнләр билән алақә қилғанда, әқил-параситиңларни ишлитип, һәр бир пурсәтни қолдин бәрмәй, Хуш Хәвәрни йәткүзүңлар.
— Нурниң араңларда чақнайдиған вақти узун әмәстур. Шуңа қараңғулуқниң силәрни бесивалмаслиғи үчүн, Нур бар вақтида давамлиқ меңиңлар. Қараңғулуқта маңған киши өзиниң қәйәргә кетиватқанлиғини билмәйду.
Мүшкүл күнләрдә дүшмәнниң һуҗумиға тақабил туралишиңлар һәм җәңдин кейинму қәддиңларни руслап туралишиңлар үчүн, Худа ата қилған қоғдиниш қураллири билән толуқ қураллиниңлар.
Шуниң үчүн пурсәт болсила башқиларға, болупму мәсиһий қериндашлиримизға яхши ишларни қилип берәйли.
Һазир муһим бир дәвирдә яшаватқанлиғимизни билип, буларни силәргә дәватимән. Уйқидин ойғинидиған вақтиңлар йетип кәлди, чүнки бизниң дәсләпки ишәнгән вақтимизға қариғанда, әң ахирқи үзүл-кесил қутқузулуш күнүмиз техиму йеқинлап қалди.
Әйса Мәсиһ Худа Атимизниң ирадиси бойичә гуналиримиз үчүн Өзини пида қилип, бизни бу яман дуниядин қутқузди.
Мән шундақ қараймәнки, бүгүнки қийинчилиқларға нәзәр салғанда, һәр ким Әйса Мәсиһкә ишәнгән чағдики салаһийитидә қалғини яхши.
Худаниң инсанларни Өзи билән яраштуруш тоғрисидики Хуш Хәвәр чоруғини кийип, тәйяр туруңлар.
Яқуп уларға: — Күн техи тик турса, қой падисини жиғидиған вақит болмиса, немишкә қойларни тезирәк суғирип, отлаққа апирип бақмайсиләр? — деди.
Икки миң тәңгә алғиниму йәнә икки миң тәңгә пайда апту.