Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Әфәсликләргә йезилған хәт 5:15 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

15 Шуниң үчүн сөз-һәрикитиңларға еһтият қилиңлар. Билимсиз наданлардәк әмәс, данишмәнләрдәк яшаңлар.

Gade chapit la Kopi




Әфәсликләргә йезилған хәт 5:15
26 Referans Kwoze  

Әйса Мәсиһкә ишәнмигәнләр билән алақә қилғанда, әқил-параси­тиң­ларни ишлитип, һәр бир пурсәтни қолдин бәрмәй, Хуш Хәвәрни йәткүзүңлар.


Араңларда ким әқил-парасәтлик болса, у өз һаятида кәмтарлиқ билән қилған яхши ишлири арқилиқ өзиниң әқил-параситини көрсәтсун.


Немә болушидин қәтъий нәзәр, әмәлий һәрикитиңлар Әйса Мәсиһ тоғрисидики Хуш Хәвәргә лайиқ болсун. Шундақ болғанда, мәйли мән йениңларға берип, силәр билән дидар көрүшәй яки мошу йәрдә туруп, силәрниң әһвалиңлардин хәвәрдар болай, силәрниң бир нийәт, бир мәхсәттә қәтъий тәврәнмәй, бу Хуш Хәвәр елип келидиған ишәнч үчүн бирликтә күрәш қиливатқанлиғиңларни биләләймән.


Қериндашлар, яманлиқ қилишни билмәйдиған сәбий балилардәк болуңлар, лекин бу ишларға кәлгәндә ой-пикирлириңлар кичик бали­лар­дәк әмәс, бәлки чоңлардәк болсун.


Бай болушнила ойлайдиғанлар болса, һаман аздурулуп кетиду, улар инсанларни қуру­туп һалак қилидиған нурғун зиянлиқ һәм әхмиқанә һәвәсләрниң ториға чүшүп кетиду.


Силәр һәқиқәткә бойсунғанлиғиңлардин қәлбиңлар пак қилинип, мәсиһийләрни сөйидиған сәмимий меһир-муһәббәткә егә болдуңлар. Шуңа бир-бириңларни чин қәлбиңлардин қизғин сөйүңлар.


— Мана мән силәрни қойларни бөриләрниң арисиға әвәткәндәк әвәтимән. Шуңа иландәк сәзгүр, кәптәрдәк саддә болуңлар.


Һеч қайсиңлар яманлиққа яманлиқ қайтурмаңлар, әксичә бир-бириң­ларға вә барлиқ кишиләргә һемишәм яхшилиқ қилишни нийәт қилиңлар.


Һәзрити Әйса уларға мундақ деди: — Әй наданлар! Пәйғәмбәрләрниң ейтқан сөзлиригә неманчә тәстә ишинисиләр?


Силәр шунчә наданму? Муқәддәс Роһ һаятиңларда башлиған ишни силәр өз күч-қудри­тиң­ларға тайинип тамамлимақчи болуватамсиләр?


Силәргә буларни ейтқан Худадин йүз өрмәсликкә диққәт қилиңлар. Чүнки бу аләмдә өзлирини агаһландурғучи Муса пәйғәмбәрни рәт қилған исраиллар бундақ қилишниң җазасидин қутулал­миған йәрдә, асмандики бизни агаһландурғучини рәт қилсақ, у җазадин биз қандақ­му қутулалаймиз?!


Пилатус йәнә сөзләшниң әһмийәтсиз екәнлигини, болмиса қалаймиқанчилиқ чиқиди­ған­лиғини көрүп, су елип, көпчиликниң алдида қолини жуйғач: — Бу Адәмниң қениға мән җавапкәр әмәс, бу ишқа өзәңлар җавапкәр болуңлар! — деди.


Униңға сәҗдә қилиш үчүн айиғиға баш қойдум. Лекин у: — Һәргиз ундақ қилма! Мәнму Худаниң сән вә Әйсаға гувалиқ бәргән қериндашлириңға охшаш хизмәткаримән. Худағила ибадәт қил! Чүнки Әйса Мәсиһ һәққидә гувалиқ бериш Худаниң пәйғәмбәр­лик сөзини ейтишниң һәқиқий маһийитидур, — деди.


Һәзрити Әйса униңға: — Һазир бу ишни һеч кимгә ейтма, лекин удул мәркизий ибадәт­ханиға берип роһанийға өзәңниң сақайғанлиғиңни көрсәт. Андин буни башқиларға испатлаш үчүн, Муса пәйғәмбәрниң әмри бойичә мохо кесилидин сақайғанлар қилишқа тегишлик қурванлиқни қил, — деди.


Йәнә бир қетим шуни тәкитләймәнки, һәммиңлар аялиңларни өзәңларни сөйгәндәк сөйүң­лар, аялларму әрлирини һөрмәтлисун.


Мән — Пәрвәрдигар саңа ейтқан сөзләргә толуқ әмәл қил. Башқа илаһларниң нами билән дуа қилма. Һәтта уларниң намини тилғиму алма.


Шуңа биз силәр тоғрисидики бу хәвәрни аңлиған күндин башлап, силәр үчүн давамлиқ дуа қилип туруватимиз. Биз дуайимизда Худадин шуни тилидуқки, силәр Муқәддәс Роһ арқилиқ әқил-парасәткә толуп, Худаниң ирадиси тоғрилиқ толуқ чүшәнчигә еришкәйсиләр.


Әй надан галатиялиқлар! Силәр қандақларчә езиқтурулуп, башқи­ларниң алдам халтисиға чүшүп кәттиңлар? Әйса Мәсиһниң чапрас яғачқа миқланғанлиғи худди көз алдиңларда йүз бәргәндәк ениқ йәткүзүлгәнғу!


— Мән бегуна бир җанға замин болуп гуна өткүздүм, — деди. — Бу сениң ишиң, бизниң немә каримиз? — дейишти улар.


Бу қизларниң бәши әқилсиз, бәши болса әқиллиқ екән.


Әйса Мәсиһ бизгә меһир-муһәббәт көрситип, биз үчүн Өзини пида қилғандәк, силәрму һаятиңларда бир-бириңларға шундақ меһир-муһәббәт көрситиңлар. Униң биз үчүн Өз җенини пида қилиши худди хуш пурақлиқ көйдүрмә қурванлиққа охшаш Худани хурсән қилди.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite