Шуниң үчүн Рәббимиз қайтип кәлмигичә, башқиларниң хизмитигә баһа бәрмәңлар. Чүнки У қайтип кәлгәндә, кишиләрниң қараңғулуқ ичидә йошурунған барлиқ ишлирини йоруқлуққа чиқириду вә инсанларниң қәлбидики мәхсәтлирини ашкарилайду. У чағда Худа һәр кимни өзигә тегишлик махташқа сазавәр қилиду.