Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Әфәсликләргә йезилған хәт 5:12 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

12 Уларниң йошурун қилған шумлуқлирини тилға елишму номустур.

Gade chapit la Kopi




Әфәсликләргә йезилған хәт 5:12
12 Referans Kwoze  

Араңларда җинсий әхлақсизлиқ, напаклиқ яки ачкөзлүккә қәтъий йол қоюлмисун. Чүнки бундақ ишлар Худаниң муқәддәс хәлқигә мас кәлмәйду.


Мән йәткүзүп келиватқан бу Хуш Хәвәр бойичә, Худаниң Әйса Мәсиһ арқилиқ инсанларниң йошурун ишлири үстидин һөкүм чиқиридиған күнидә жуқурида ейтилған ишлар чоқум йүз бериду.


Мән йәнә өлүкләрни көрдүм. Улуқ яки әрзимәс болсун, һәммиси тәхтниң алдида туратти. Китаплар ечилди. «Һаятлиқ дәптири» дейилгән йәнә бир китапму ечилди. Өлүкләр китапларда хатириләнгәнләр бойичә өз әмәлиятиға қарап һөкүм қилинди.


Бурун силәр Худаға ишәнмәйдиғанлар яхши көридиған ишларни қилип, көп вақтиңларни өткүзүвәттиңлар. Силәр бузуқчилиқ, шәһванийлиқ, һарақкәшлик, әйш-ишрәт, ачкөзләрчә йәп-ичиш вә жиркиничлик бутпәрәсликләр ичидә яшап кәлгән едиңлар.


Кишиләрниң қараңғулуқта қилған әһмийәт­сиз яман ишлириға шерик болмаңлар. Әксичә у ишларни паш қилиң­лар.


Нур уларға чүшкәндә, уларниң шумлуқлирини ашкарә қилиду.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite