Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Әфәсликләргә йезилған хәт 5:11 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

11 Кишиләрниң қараңғулуқта қилған әһмийәт­сиз яман ишлириға шерик болмаңлар. Әксичә у ишларни паш қилиң­лар.

Gade chapit la Kopi




Әфәсликләргә йезилған хәт 5:11
48 Referans Kwoze  

Қараңғу кечә өтүп кәтти, күндүз, йәни Әйса Мәсиһниң қайтип келидиған күни йеқинлап қалди, шуңа қараңғулуқниң ишлирини ташлап, йоруқ­луқниң савутини кийиңлар.


Әгәр у гуна қилған болса, башқиларниңму буниңдин ибрәт елиши үчүн, җамаәт алдида әйипләнсун.


Қериндашлар, биздин алған тәлимләргә риайә қилмай, күн бойи лағайлап жүргәнләрдин жирақ турушуңларни Рәббимиз Әйсаниң нами билән буйруймиз.


Қериндашлар, силәрдин шуни өтүнимәнки, силәр үгәнгән тәлимгә зит тәлим бериш билән араңларда бөлүнүш вә ишәнчиңларда тәвриниш пәйда қилидиған кишиләрдин пәхәс болуңлар, улардин жирақлишиңлар.


Асмандин йәнә бир авазни аңлидим: «У йәрдин чиқиңлар, әй хәлқим! Болмиса шерик болисиләр у шәһәрниң гуналириға. Учрайсиләр униң бешиға чүшидиған балаю-апәтләргә.


Сән бу тәлимләрни мәсиһийләр җамаитигә үгәт. Уларға илһам бәр һәм пүтүн һоқуқуңни ишлитип, уларниң яман илләтлирини түзәт. Һеч ким сени камситмисун.


Әгәр ушбу хетимиздики сөзләрни қобул қилмайдиғанлар болса, улардин һәзәр әйләңлар, уларни уялдуруш үчүн улар билән арилашмаңлар.


Силәр һазир номус дәп қариған бурунқи ишлардин шу чағда зади немә пайда тапқан едиңлар? У ишларниң ақивити өлүмдур.


пурсәт болсун яки болмисун, һәр вақит Худаниң сөзини йәткүзгин. Сән зор сәвир-тақәт вә яхши тәлим бериш билән кишиләрниң хаталиқлирини түзәткүз һәм уларни агаһландурғин вә илһамландурғин.


Сиртқи қияпәттә садақәтмән болувелип, әмәлиятта көңлидә Худа­ниң қудритини инкар қилиду. Бундақлардин жирақ тур.


Өзиниң гунакар тәбиитиниң арзу-һәвәслирини қандуруш үчүн уруқ чачқан киши униңдин һалакәт һосулини алиду. Муқәддәс Роһни хурсән қилиш үчүн уруқ чачқан киши болса, униңдин мәңгүлүк һаят һосулини алиду.


Ухлайди­ған­лар кечиси ухлайду, мәс болидиғанларму кечиси мәс болиду.


Униңдин башқа, Йәһия пәйғәмбәр Һирод ханни өгәй акисиниң аяли Һиродийәни тартивалғанлиғи вә нурғунлиған яман ишларни қилғанлиғи үчүн әйиплиди.


Шуниң үчүн бундақларниң қилмишлириға шерик болмаңлар.


Ундақта, худди кона кийимиңларни ташлавәткәндәк, бурунқи яман турмуш адәтлириңларни кона тәбиитиңлар билән биргә ташлаветиңлар. Чүнки у тәбиәт силәрни аздуридиған яман һәвәсләр билән чирип кәткән.


У Сарәгиму: — Мән сениң паклиғиңни көпчиликкә испатлаш үчүн, «акаң» Ибраһимға миң күмүч тәңгә тәғдим қилимән. Буниң билән сениң яман иш қилмиғанлиғиң һәммә кишигә аян болиду, — деди.


— Әгәр қериндишиң гуна өткүзүп қойса, униң йениға берип гунасини көрситип бәр. Һәр қандақ иш иккиңларниң арисидила қалсун. Қериндишиң сөзүңни аңлиса, униң билән яришивалған болисән.


һәм дайимлиқ сүркилиш кәлтүрүп чиқириду. Бу кишиләрниң нийити бузуқ болуп, һәқиқәттин мәһрум болған. Уларниң нәзәридә садақәтмәнлик пәқәт­ла бир тапавәт йолидур, халас.


Сән қараңғу­луқ­та яшаватқанларниң көзлирини ечип, уларни зулмәттин йоруқлуқ­қа, шәйтанниң илкидин Худаниң Падишалиғиға башлайсән. Буниң билән уларниң гуналири кәчүрүм қилиниду. Шундақла улар Маңа ишиниш арқилиқ пак қилинғанларниң арисидин орун алиду!» деди.


Уларниң йошурун қилған шумлуқлирини тилға елишму номустур.


Худа Атимизға шүкүр ейтисиләр. Чүнки Худа силәрни йоруқлуқта яшаватқан барлиқ муқәддәс хәлиқниң мирасидин ортақ һөзүрлинишкә лайиқ қилди.


Бирәвниң учисиға қолуңни қоюп, уни йетәкчилик вәзиписигә тайинлашқа алдирап кәтмә, болмиса униң гуналириға шерик болуп қелишиң мүмкин. Өзәңни пак тутқин.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite