Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Әфәсликләргә йезилған хәт 5:1 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

1 Худаниң сөйүмлүк пәрзәнтлири болған екәнсиләр, Худани үлгә қилиңлар.

Gade chapit la Kopi




Әфәсликләргә йезилған хәт 5:1
13 Referans Kwoze  

Қәдирлик қериндашлар, Худа бизгә шу қәдәр меһир-муһәббәт көрсәткән йәрдә, бизму бир-биримизгә меһир-муһәббәт көрситиши­миз керәк.


Бир-бириңларға меһриван, мулайим болуңлар. Худа силәрни Әйса Мәсиһ арқилиқ кәчүргинидәк, силәрму бир-бириңларни кәчүрүңлар.


Шуңа асмандики Атаңлар мукәммәл болғинидәк, силәрму шундақ болуңлар.


Худа силәрни сөйүп, «Өзәмгә атиған хәлқим» дәп таллиған екән, рәһимдил, меһриван, кәмтар, мулайим вә сәвирчан болуңлар.


Шундақтиму У Өзини қобул қилип, Өзигә ишәнгәнләрниң һәммисигә Худаниң пәрзәнди болуш һоқуқини бәрди.


Шундақ қилғанда, асмандики Атаңлар Худаниң һәқиқий пәрзәнтлиридин болалайсиләр. Чүнки Худа қуяш нурини яхшилар­ғиму, яманларғиму чүшириду. Ямғурниму адаләтликләргиму, адаләт­сизләргиму яғдуриду.


Мошун­дақ болғанда, һеч ким силәрни әйипләлмәйду. Силәрму бу бузулуп, яман­лишип кәткән инсанлар арисида Худаниң камчилиқсиз, пак пәрзәнтлиридин болисиләр һәм һаятлиқ елип келидиған Хуш Хәвәрни йәткүзгиниңларда, бу зулмәтлик дунияда худди чақнап туридиған юлтузларға охшаш чақнап турисиләр. Мана шундақ болғанда, Әйса Мәсиһ қайта кәлгән күндә пүтүн хизмитим вә әҗримниң бекарға кәтми­гәнлигидин пәхирлинәләймән.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite