8 Бу тоғрилиқ Муқәддәс Язмиларда мундақ дейилгән: «У асманға чиққанда, Нурғунлиған әсирләрни йетәклиди. Инсанларға һәдийәләрни ата қилди».
Шундақ қилип, Худа роһий күчләр дуниясидики яман һөкүмранлар вә һоқуқдарларни қуралсизландуруп, Әйса Мәсиһниң чапрас яғачтики қурванлиғи арқилиқ улар үстидин ғалибә қилиш билән уларни пүткүл аләм алдида номуста қалдурди.
Кәйнидин падиша һәммә алий әмәлдарлири вә бәглиригә Әстирниң шәриви үчүн бир чоң зияпәт бәрди. Һәммә өлкиләрдә мәйрәм елан қилинди вә мәртлик билән соғилар берилди.
Әйса Мәсиһ Өзи мәсиһийләр җамаитигә илтипат қилип, бәзиләрни әлчи, бәзиләрни пәйғәмбәр, бәзиләрни Хуш Хәвәр йәткүзгүчи, йәнә бәзиләрни җамаәт җавапкәри вә тәлим бәргүчи қилди.