Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Әфәсликләргә йезилған хәт 4:7 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

7 Әйса Мәсиһ мәртлик билән һәр бири­мизгә илтипат көрситип, һәдийәләрни ата қилди.

Gade chapit la Kopi




Әфәсликләргә йезилған хәт 4:7
13 Referans Kwoze  

Худаниң меһир-шәпқити маңа ата қилинғанлиғи үчүн, һәр бириң­­ларға шуни ейтимәнки, өзәңларни артуқчә баһалимаңлар. Әксичә еғир-бесиқлиқ билән Худа силәргә бәргән ишәнч җәһәттики қабилийитиңларға қарап өзәңларни чағлап көрүңлар.


Худа тәрипидин һәр бириңларға хилму-хил һәдийә сүпитидә ата қилинған қабилийәтләрни яхши қоллинип, бир-бириңларға хизмәт қилиңлар.


Силәр билисиләр, Худа маңа илтипат көрситип, бу Хуш Хәвәрни силәргә йәткүзүш вәзиписини ата қилди.


Мән Худаниң муқәддәс хәлқи ичидики әң әрзимәс бири болсамму, Худа маңа меһир-шәпқәт көрситип, мени Әйса Мәсиһ арқилиқ еришидиған вә инсанлар тәсәввур қилалмайдиған һәқиқий байлиқни йәһудий әмәсләргә йәткүзүп беришкә таллиди.


У адәм һәр бир чакарниң оқәт қилиш қабилийитигә қарап, биригә бәш миң, биригә икки миң, биригә миң күмүч тәңгә берип, йолға чиқипту.


Худа әвәткән Қутқазғучи Худаниң сөзини сөз­ләйду, чүнки Худа Өз Роһини Униңға айимастин берип кәлмәктә.


Биз Худа билән биллә хизмәт қилғучи сүпитидә Худаниң меһир-шәпқитиниң силәрдә бекарға кәтмәслигини өтүнимиз.


Худа көрсәткән һәр хил мөҗүзә, карамәт вә қудрәт­лик ишлар, шундақла Өз ирадиси бойичә мәсиһийләргә Муқәддәс Роһниң һәдийәлирини ата қилиш арқилиқ буниңға гувалиқ бәрди.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite