Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Әфәсликләргә йезилған хәт 4:6 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

6 Һәммимизниң Атиси болған Худа бирдур. У һәммимиздин үстүн туриду, һәммимиз арқилиқ Өз ирадисини иҗра қилиду, шундақ­ла һәммимизниң қәлбидидур.

Gade chapit la Kopi




Әфәсликләргә йезилған хәт 4:6
31 Referans Kwoze  

Һеч ким! Чүнки Пәрвәрдигаримиз барлиқ мәвҗудатниң Яратқу­чи­сидур, барлиқ мәвҗудат У арқилиқ моҗут болуп туриду вә Униң үчүн моҗуттур. Барлиқ шан-шәрәп әбәдил-әбәт Униңға мәнсүп болғай, амин!


бирақ биз үчүн пәқәтла ялғуз бир Худа, йәни асмандики Худа Атимизла бардур. У пүткүл мәвҗудатниң Яратқучисидур, биз Униң үчүн яшаймиз. Шуниңға охшаш биз үчүн ялғуз бир Рәб, йәни Рәббимиз Әйса Мәсиһ бардур. Пүткүл мәвҗудат У арқилиқ моҗуттур. Бизму У арқилиқ йеңи һаятқа егә болдуқ.


— Маңа қолуңизни тәккүзмәң, чүнки Мән техи Атамниң йениға қайтип чиқмидим. Берип қериндашлиримға ейтиң: «Силәрниңму Атаңлар болған Атамниң, йәни Худайиңлар болған Худайимниң йениға қайтип чиқимән!» — деди һәзрити Әйса.


Худаниң әмирлиригә әмәл қилған киши Худаға бағлинип яшиған вә Худа униң қәлбидә яшиған болиду. Худаниң қәлбимиздә яшайдиғанлиғини Униң бизгә ата қилған Муқәддәс Роһидин билимиз.


Шуниң үчүн мундақ дуа қилиңлар: «Әй асмандики Атимиз, Сениң намиң улуқланғай.


Худаниң ибадәт­ханиси билән бутлар арисида қандақму бирлик болсун?! Биз мәңгү һаят Худаниң ибадәтханиси. Худди Худаниң ейтқинидәк: «Хәлқим ичидә туримән, Уларниң арисида жүримән. Уларниң Худаси болимән, Уларму Мениң хәлқим болиду».


Худаниң бизниң һаятимизда қиливатқан ишлири хилму-хилдур, лекин биз арқилиқ уларни қиливатқан Худа бирдур.


униңға бәхит тиләп: «Пүтүн аләмниң Яратқучиси болған улуқ Худа Ибрамни бәхитлик қилғай!


Худа Атимиздин вә Рәббимиз Әйса Мәсиһтин силәргә аманлиқ, меһир-муһәббәт вә ишәнч тиләймән.


Шундақ қилип, Әйса Мәсиһ ишәнчиңлар арқилиқ һәр дайим қәлбиңларда болғай, һаятиңлар Худаниң меһир-муһәббитидә йилтиз тартип, мустәһкәмләнгәй.


Әйса Мәсиһ арқилиқ силәр йәһудий әмәсләрму биз йәһудий мәсиһийләр билән бирликтә Худа Өз Роһи арқилиқ яшайдиған ибадәтхана қилип селиниватисиләр.


Мән Сени уларға аян қилдим, йәнә давамлиқ аян қилимән. Буниң билән Маңа болған меһир-муһәббитиң уларда болсун һәм Мәнму уларда болай.


Һәзрити Әйса униңға мундақ җавап қайтурди: — Мени сөйидиған киши дегинимни қилиду, Атамму уни сөйиду. Атам Иккимиз мундақ кишиниң йениға берип, униң билән биллә макан қуримиз.


Бизни аздурулушлардин сақлап қалғайсән. Бизни яманлиқтин жирақ қилғайсән».


Худа Әйса Мәсиһни пәқәт бу дуниядила әмәс, бәлки у дуниядиму барлиқ һөкүмранлар, һоқуқдарлар, яман күчләр, мәнсәп­дар­лар вә тилға алғили болидиғанла әмәлләрниң үстигә чиқарди.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite