Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Әфәсликләргә йезилған хәт 4:32 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

32 Бир-бириңларға меһриван, мулайим болуңлар. Худа силәрни Әйса Мәсиһ арқилиқ кәчүргинидәк, силәрму бир-бириңларни кәчүрүңлар.

Gade chapit la Kopi




Әфәсликләргә йезилған хәт 4:32
34 Referans Kwoze  

Орнуңлардин туруп дуа қилғиниңларда, бирәрсигә қосақ көпү­гүңлар барлиғи ядиңларға кәлсә, уни кәчүрүңлар. Шу чағда асмандики Атаң­ларму силәрниң гуналириңларни кәчүрүм қилиду. {


Силәр у кишини кәчүрсәңлар, мәнму уни кәчүримән. Мән кимни кәчүрсәм, буни Әйса Мәсиһ алдида силәр үчүн қилдим.


Худаниң сөйүмлүк пәрзәнтлири болған екәнсиләр, Худани үлгә қилиңлар.


Яқ! Силәр дүшминиңларғиму меһир-муһәббәт көрситиңлар, уларға яхшилиқ қилиңлар. Башқиларға қайтурувелишни ойлимайла пул қәриз бериңлар. Шу чағда асманда мол мукапатқа еришисиләр вә улуқ Худаниң пәрзәнди болғанлиғиңлардин гувалиқ бәргән болисиләр. Чүнки Худа яхшилиқни билмәйдиғанларға вә яманларғиму шәпқәт қилиду.


— Башқиларниң үстидин һөкүм қилип жүрмәңлар. Силәрму Худа­ниң һөкүмигә учримайсиләр. Башқиларни әйиплимәңлар, Худаму силәрни әйиплимәйду. Башқиларни кәчүрүңлар, Худаму силәрни кәчүрүм қилиду.


Меһир-муһәббәт сәвирчан вә меһривандур. Меһир-муһәббәт көрәл­мәслик қилмайду, махтанчақлиқ вә тәкәббурлуқму қилмайду.


Мабада у бир күн ичидә силәргә йәттә қетим гуна қилип, һәр қетим келип товва қилса, гуналириниң һәммисини кәчүрүм қилиңлар.


Бизгә гуна қилғанларни кәчүргинимиздәк, Сәнму гуналиримизни кәчүргәйсән.


Әзиз балилирим, мән бу хетимни силәргә йезиватимән, Чүнки гуналириңлар Әйса Мәсиһ арқилиқ кәчүрүм қилинди.


Бир-бириңларни қериндашларчә сөйүп, өз ара қизғин болуңлар. Башқиларни өзәңлардин жуқури көрүп, уларни һөрмәтләңлар.


Гуналиримизни иқрар қилсақ, ишәнчлик вә адил Худа гуналиримизни кәчүрүм қилип, бизни барлиқ гуналиримиздин пак қилиду.


Әнди уни кәчүрүңлар вә униңға тәсәлла бериңлар. Болмиса у һәддидин артуқ қайғуруп кетиду.


Биз мана мошундақ сәвир-тақәт билән бәрдашлиқ бәргәнләрни бәхитлик һесаплаймиз. Аюпниң өз бешиға кәлгән һәр хил еғир азап-оқубәткә қандақ сәвир-тақәт билән бәрдашлиқ бәргәнлигини, шундақла ахирида Худаниң униң һаятини қандақ яхши орунлаштурғанлиғини билисиләр. Худа һәқиқәтәнму наһайити шәпқәтлик вә рәһимдилдур.


Паклиғимиз, әқил-параситимиз, сәвир-тақитимиз, меһриванлиғимиз, сәмимий муһәббитимиз вә Муқәддәс Роһтин кәлгән күч билән өзимизниң Худаниң хизмәткарлири екән­лигимизни көрсәттуқ.


Бизгә гуна қилған һәр кимни кәчүргинимиздәк, Сәнму гуналиримизни кәчүргәйсән. Бизни аздурулушлардин сақлап қалғайсән».


Чүнки Худайимиз шәпқәтлик вә рәһимдилдур, У асмандин таң шәпиғини елип келәр бизгә. У нурини чачар, Қараңғулуқ вә өлүм көләңгиси илкидә яшаватқанларға, Башлар бизләрни аманлиқ йолиға».


Наоми роһланған һалда: — Бизгә вә өлүп кәткән әрлиримизгә өз мәрһәмитини көрсәткән Боазға Пәрвәрдигар зор бәхит яғдурсун! — дәп дуа қилди. У йәнә: — У киши бизниң йеқин туққанлиримизниң бири болиду. Униң бизгә қараш җавапкарчилиғи бар, — деди. Рут:


садақәтмәнлигиңларға қериндашларни сөйүшни, қериндашларни сөйүшүңларға башқиларға меһир-муһәббәт көрситишни қошушқа тиришиңлар.


Арал хәлқи бизгә интайин яхши муа­милә қилди. У чағда ямғур йеғип, һава соғ болғачқа, улар гүлхан йеқип бизни күтүвалди.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite