Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Әфәсликләргә йезилған хәт 4:30 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

30 Худа­ниң Муқәддәс Роһини қайғуға салмаңлар. Чүнки Муқәддәс Роһ болса силәрниң Худаға мәнсүп болғанлиғиңларниң тамғиси болуп, үзүл-кесил қутқузулидиған күнүңларниң йетип келидиғанлиғиға капаләт­лик қилиду.

Gade chapit la Kopi




Әфәсликләргә йезилған хәт 4:30
23 Referans Kwoze  

Муқәддәс Роһниң қәлбиңлардики отини өчәрмәңлар.


Өзиниң адәмни яратқанлиғиға пушайман қилди. У интайин ечинған һалда:


Истипан сөзини аяқлаштуруп: — Әй бойни, жүриги вә қулиғи қаттиқлар! Силәр хәтнә қилин­ми­ған капирларға охшаш җаһил. Силәр әҗдатлириңларға охшаш Худаниң Муқәддәс Роһиға дайим қаршилиқ қиливатисиләр.


Пәқәт пүткүл мәвҗудатла әмәс, һәтта Муқәддәс Роһниң қәлбимизгә селиниши билән Худаниң кәлгүсидә беридиған шан-шәривини тетип баққан бизләрму дилимизда аһ урмақтимиз. Худа­ниң пәрзәнтлири екәнлигимиз аян қилиниши билән биз йеңи тәнгә еришишни күтмәктимиз.


Худаниң Роһи Әйса Мәсиһни өлүмдин тирилдүрди. Бу Роһ силәрниң қәлбиңларда яшайду. Әйса Мәсиһни өлүмдин тирилдүргән Худа қәлбиңлардики Өз Роһи арқилиқ силәрниң чирип кетидиған тениңларға һаятлиқ ата қилиду.


Һәзрити Әйса әтрапидикиләргә ғәзәп билән көз жүгәртти. Уларниң тәрсалиғи Уни ечиндурған еди. Андин кейин У һелиқи кишигә: — Қолуңни узарт! — деди. У адәм қолини узитиши биләнла қоли әслигә кәлди.


Буни көргән Пәрвәрдигар: — Мән инсанларға бәргән һаятлиқ роһи уларда мәңгү яшимайду, чүнки улар өлүшкә тегишлик. Кәлгүсидә уларниң өмри бир йүз жигирмә яштин ашмисун! — деди.


Шуниң үчүн у заманниң кишилиригә ғәзәпләндим Вә дедимки: ‹ Уларниң қәлби Мәндин жирақ. Мениң йолумни чүшәнмәйду.


Силәр Худаниң ирадиси бойичә Әйса Мәсиһкә мәнсүп болдуңлар. Худа Уни бизниң даналиғимизниң мәнбәси қилди. Биз Әйса Мәсиһ арқилиқ Худа алдида һәққаний адәм дәп җакаландуқ. У бизни пак қилип, гунаниң қуллуғидин азат қилди.


Худа қириқ жил кимләргә ғәзәп­лән­ди? Йәнила шу гуна өткүзүп, җәсәтлири чөлдә қалғанларға әмәсму?


Чирийдиған вә өлидиған тенимиз чиримайдиған вә өлмәйдиған тәнгә айланғанда, Муқәддәс Язмилардики алдин-ала ейтқан бу сөзләр әмәлгә ашурулиду: «Өлүм йеңилип, йоқ болди!»


Шуңа бундақ аламәтләр көрүнгән чағда силәр бешиңларни көти­рип қәддиңларни руслаңлар, чүнки бу силәрниң қутқузулушуң­ларға аз қалди дегәнликтур.


Һалбуки, уларниң гувалиғиға ишинидиғанлар Худаниң һәқ екәнлигигиму гувалиқ бериду.


Ундақта, бир киши Худа Оғлини дәпсәндә қилса, Худаниң келишимини күчкә егә қилған вә өзини паклиған қанға сәл қариса, өзигә шәпқәт қилған Муқәддәс Роһни һақарәт қилса, техиму еғир җазаға лайиқ болмамду?!


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite