3 Бир-бириңлар билән инақ өтүш арқилиқ Муқәддәс Роһниң мәсиһийләргә бәргән бирлигини сақлашқа тиришиңлар.
Қериндашлар, Рәббимиз Әйса Мәсиһниң нами билән һәммиңларни иттипақлишишқа, бөлүнмәсликкә, бир нийәт, бир мәхсәттә бирлишишкә чақиримән.
Кишиләр билән инақ өтүшкә вә пак яшашқа тиришиңлар. Чүнки пак яшимиған киши Рәбкә йеқинлишалмайду.
Һазир силәргә йеңи бир әмир беримән. «Бир-бириңларға меһир-муһәббәт көрситиңлар. Силәрни сөйгинимдәк, силәрму бир-бириңларни сөйүңлар».
Әң ахирида, қериндашлар, хошал-хорам болуңлар, ишәнчтә йетилгән адәм болуп чиқиш үчүн тиришиңлар. Несиһәтлиримни қобул қилип, бир нийәт, бир мәхсәттә инақ өтүңлар. Меһир-муһәббәт вә аманлиқ мәнбәси болған Худа силәр билән биллә болғай!
Уларниң бу хизмәтлири үчүн уларға чоңқур һөрмәт вә муһәббитиңлар билән муамилә қилиңлар, бир-бириңлар билән инақ өтүңлар.
Биз һәммимиз бир тәнниң әзалири, қәлбимиздики Муқәддәс Роһму бир. Шуниңға охшаш, Худа бизни чақирғанда, бизгә бәргән үмүтиму бирдур.
Бу вәзипә таки бизниң Худа Оғлиға ишиништә бирдәк болуп, Уни чоңқур тонушимиз һәм ишәнч җәһәттә өсүп йетилип, Әйса Мәсиһкә охшаш болушимизға қәдәр давамлишиду.
Периҗигә ойма яқа ечип, житилип кәтмәслиги үчүн яқиниң чөрисигә пәваз тутулсун.
Әгәр бир дөләттикиләр икки груһқа бөлүнүп соқушса, у дөләт пут тирәп туралмайду.