Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Әфәсликләргә йезилған хәт 4:29 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

29 Ағзиңлардин һәргиз яман сөзләр чиқмисун. Аңлиғучиларниң еһтияҗиға қарап, уларға пайдилиқ болсун дәп, меһир-шәпқәтлик сөзләрни қилиңлар.

Gade chapit la Kopi




Әфәсликләргә йезилған хәт 4:29
41 Referans Kwoze  

Уларға қилған гәп-сөзлириңлар һемишәм йеқимлиқ, уларниң диққитини тартидиған болсун. Шундақ болғанда, һәр бир адәмгә қандақ йол билән җавап беришни биливалалайсиләр.


Шуниң үчүн һазирму бир-бириңларни бурунқиға охшаш давамлиқ илһамландуруп, бир-бириңларниң ишәнчини күчәйтиңлар.


Худди шуниңдәк, силәрниң нуруңлар инсанлар алдида шундақ чақнисунки, улар силәрниң қилған яхши әмәллириңларни көрүп, асмандики Атаңларға мәдһийиләр ейтсун.


Әйса Мәсиһкә ишәнмәйдиғанлар алдида есил пәзиләт билән яшаңлар. Мошундақ қилғанда, гәрчә улар силәрни яман адәм дәп төһмәт қилсиму, лекин силәрниң яхши әмәлиятиңларни көрүп, Рәббимиз Әйса қайта кәлгән күни Худани улуқлайду.


Буни аңлиған көпчилик Униң яхши гепини қилишти вә Униң меһир-шәпқәтлик сөзлиригә һәйран қелишти. Бирақ бәзиләр: — Қандақ гәп? Бу Йүсүпниң оғли әмәсму? — дейишти.


Әй аяллар, силәрму әрлириңларға бойсунуңлар. Шундақ қил­саң­лар, Худаниң сөзигә ишәнмәйдиған әрләр өз аялиниң бу пәзи­литидин тәсирлинип Худаға ишиниши мүмкин. Силәрниң уларға артуқчә гәп қилишиңларниң һаҗити йоқ. Чүнки улар силәрниң Худа­ға болған чоңқур һөрмитиңлар вә пак пәзилитиңларни көрәләйду.


Әйса Мәсиһниң йетәкчи­лигидә мәсиһийләр җамаитиниң һәр қайси әзалири зич маслишип, өзлириниң җарий қилишқа тегишлик рольлирини толуқ җарий қилдурғанда, мәсиһийләр җамаити меһир-муһәббәт ичидә сағлам өсүп йетилиду.


Уларниң вәзиписи Худаниң муқәддәс хәлқини Худаниң хизмитини қилишқа вә Әйса Мәсиһниң тени, йәни мәсиһийләр җамаитини мустәһкәмләшкә тәрбийиләштин ибарәт.


Чүнки улар ялған-явдақ сөзләр билән махтинип, өзини хата йолдин йеңила тартқанларниң шәһваний һәвәслирини қозғитиш билән уларни аздуриду.


Лекин мәсиһийләр җамаитидә башқиларниң тәлим елиши үчүн, намәлум тилда он миң еғиз сөзлигәндин көрә, һәммә адәм чүшинидиған тилда бәш еғиз сөзлигиним яхшидур.


Шуниң үчүн өзимизни инақлиқни илгири сүридиған вә бир-биримизниң ишәнчини мустәһкәмләйдиған ишларға атайли.


Һәр биримиз қериндашлиримизниң ишәнчиниң мустәһкәмлиниши үчүн уларниң мәнпийитини нәзәрдә тутуп, уларни хурсән қилишимиз керәк.


Бу сөзни аңлиған икки шагирт һәзрити Әйсаниң кәйни­дин меңиш­ти.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite