Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Әфәсликләргә йезилған хәт 4:24 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

24 Йеңи тәбиәтни өзәңларға өзләш­тү­рүңлар. Бу йеңи тәбиәт Худаниң тәбиитигә мас болуп, у һәққанийлиқ вә һәқиқий паклиқта ипадилиниду.

Gade chapit la Kopi




Әфәсликләргә йезилған хәт 4:24
30 Referans Kwoze  

Бир киши Әйса Мәсиһкә мәнсүп болидикән, у йеңидин яралған адәмдур. Униң кона һаяти ахирлишип, йеңиси башланған болиду.


Чүнки биз һәммимиз Худаниң иҗадийити болуп, Худа бурунла тәйярлиған яхши әмәлләрни қилишимиз үчүн Әйса Мәсиһ арқилиқ йеңидин яритилдуқ.


Әйса Мәсиһниң тәбиитини өзәңларға өзләштүрүңлар. Гунакар тәбиитиңлардики арзу-һәвәсләрни қандурушни ойлимаңлар.


Шәйтанниң һейлә-микирлиригә тақабил туруш үчүн, Худа ата қилған қоғдиниш қураллири билән қураллиниңлар.


Шуниң үчүн биз чөмүлдүрүлүш арқилиқ Әйса Мәсиһ билән биллә өлүп, биллә көмүлдуқ. Худа Атимизниң бундақ орунлаштуруш­тики мәхсити шуки, Әйса Мәсиһни Өзиниң улуқ күч-қудрити арқи­лиқ тирилдүргәндәк, бизниму йеңи һаятқа ериштүрүштур.


Бизләр­дики пәрәнҗиләр еливетилгәчкә, Рәббимизниң улуқлуғини көрүватимиз. Буниң билән биз Рәббимизгә охшаш болушқа өзгәртилип, бара-бара Униң улуқлуғини техиму әкис әттүрүватимиз. Бу Рәббимиздин, йәни Муқәддәс Роһтиндур.


Шуңа җасаритимизни йоқатмаймиз. Тенимиз барғансири харап болсиму, роһумиз күндин-күнгә йеңиланмақта.


Қараңғу кечә өтүп кәтти, күндүз, йәни Әйса Мәсиһниң қайтип келидиған күни йеқинлап қалди, шуңа қараңғулуқниң ишлирини ташлап, йоруқ­луқниң савутини кийиңлар.


Әйса Мәсиһ биз үчүн қурван болди. Буниңдики мәхсәт, У бизни һәммә яманлиқлардин азат қилиш һәм бизни пак қилип, Өзигә мәнсүп болған яхши әмәлләрни қилишқа тиришидиған хәлиқ қилиш үчүндур.


Силәр Рәббимизниң меһир-шәпқитидин һөзүрләнгән екәнсиләр, худди йеңи туғулған бовақ аниниң сүтигә тәшна болғандәк, силәрму Худаниң сап сөзигә тәшна болуңлар. Буниң билән силәр гуналириңлардин үзүл-кесил қутқузулғичә, ишәнчидә өсүп йетәләйсиләр.


Чүнки Худа әзәлдинла бу кишиләрни билгән. У бу киши­ләрниң кәлгүсидә Өз Оғлиға охшаш болушини алдин-ала бәлгүлигән. Буниңдики мәхсәт, Әйса Мәсиһни бу нурғун қериндашларниң ариси­да тунҗа Оғли қилиш еди.


Уларни һәқиқи­тиң арқилиқ Өзәңгә атиғузғайсән, чүнки Сениң сөзлириң һәқтур.


Худаниң нәзәридә хәтнә қилиш яки қилмаслиқ муһим әмәс, муһими Әйса Мәсиһ арқилиқ йеңи адәм болуштур.


Чүнки силәр чөмүлдүрүлүшни қобул қилип Әйса Мәсиһкә бағланғиниңларда, Униң тәбиитини өзәңларға өзләштүр­дүңлар.


Чүнки бу чирийдиған тенимиз чиримайдиған тәнгә, бу өлидиған тенимиз өлмәйдиған тәнгә айлиниши керәк.


Әйса Мәсиһ Өзиниң тенини қурван қилиш арқилиқ йәһудий әмәсләрни чәткә қақидиған Тәврат қануни вә униң әмир-пәрманлирини күчидин қалдурди. Буниңдики мәхсәт, йәһудийлар вә йәһудий әмәсләрни Өзигә мәнсүп болған йеңи инсан қилип чиқиш вә уларни инақлаштуруштур.


Кишиләр билән инақ өтүшкә вә пак яшашқа тиришиңлар. Чүнки пак яшимиған киши Рәбкә йеқинлишалмайду.


Оғлиға: «Сән Худасән, тәхтиң мәңгүлүктур. Сән адиллиқ билән һоқуқ жүргүзисән.


Төвәндикиләр Адәм атиниң әвлатлиридур: Худа Адәмни Өзигә охшайдиған қилип яратти.


Лекин һазир биз Тәврат қануниниң һөкүмидин азат қилиндуқ. Чүнки биз өзимизни боғуп туридиған бу қанунға нисбәтән өлгән. Биз кона усул бойичә, йәни Тәврат қануниға бурунқидәк әмәл қилиш арқилиқ әмәс, бәлки йеңи усул бойичә, йәни Муқәддәс Роһниң йетәкчилигидә яшаш арқилиқ Худаға хизмәт қилимиз.


Бу дунияниң еқимлириға әгишип жүрмәңлар, әксичә ой-пикриңлар Худаниң йеңилиши билән пүтүнләй өзгәрсун. Шу чағда Худаниң һаятиңларға болған ирадисини һәм бу ирадиниң нәқәдәр яхши, нәқәдәр хурсән қиларлиқ вә нәқәдәр мукәммәл екәнлигини биләләй­силәр.


У Өзиниң улуқлуғи вә есил пәзилити арқилиқ бизгә наһайити улуқ вә қиммәтлик вәдиләрни бәрди. Булар арқилиқ биз бу дуниядики инсанларниң болмиғур һәвәслиридин келип чиққан әхлақсизлиқтин қутулуп, Худаниң тәбиитигә охшаш тәбиәткә егә болалаймиз.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite