Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Әфәсликләргә йезилған хәт 4:23 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

23 Роһуңлар вә ой-пикриңларму йеңилансун.

Gade chapit la Kopi




Әфәсликләргә йезилған хәт 4:23
11 Referans Kwoze  

Бу дунияниң еқимлириға әгишип жүрмәңлар, әксичә ой-пикриңлар Худаниң йеңилиши билән пүтүнләй өзгәрсун. Шу чағда Худаниң һаятиңларға болған ирадисини һәм бу ирадиниң нәқәдәр яхши, нәқәдәр хурсән қиларлиқ вә нәқәдәр мукәммәл екәнлигини биләләй­силәр.


Биз адәмниң гунакар тәбиити униң ой-пикирлирини башқурса, бу у адәмгә мәңгү­лүк өлүм елип келиду. Амма у адәмниң ой-пикирлирини Муқәддәс Роһ башқурса, бу униңға һаятлиқ вә аманлиқ елип келиду.


йеңи тәбиәткә егә болдуңлар. Силәр Яратқучи Худаниң обризи бойичә йеңилиниват­қиниңларда, Худани тонушуңлар чоңқурлишиду.


Шуңа әқил-һошуңларни жиғип, өзәңларни сәгәк тутуңлар, үмүтүң­ларни Әйса Мәсиһ қайта кәлгән күнидә силәргә елип келидиған бәхит-саадәткә пүтүнләй бағлаңлар.


Биз яхши әмәлләр билән әмәс, бәлки Униң рәһим-шәпқитидин қутқузулдуқ. Худа бизниң гуналиримизни жуюп, Муқәддәс Роһ арқилиқ бизни қайти­дин туғулдуруп, йеңи һаятқа ериштүрүш билән бизни қутқузди.


Чүнки биз һәммимиз Худаниң иҗадийити болуп, Худа бурунла тәйярлиған яхши әмәлләрни қилишимиз үчүн Әйса Мәсиһ арқилиқ йеңидин яритилдуқ.


Шуниң үчүн биз чөмүлдүрүлүш арқилиқ Әйса Мәсиһ билән биллә өлүп, биллә көмүлдуқ. Худа Атимизниң бундақ орунлаштуруш­тики мәхсити шуки, Әйса Мәсиһни Өзиниң улуқ күч-қудрити арқи­лиқ тирилдүргәндәк, бизниму йеңи һаятқа ериштүрүштур.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite