Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Әфәсликләргә йезилған хәт 4:21 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

21 Силәр Әйса Мәсиһ тоғрисида җәзмән аңлидиңлар һәм Униң тәлимлириниму қобул қилдиңлар. Чүнки һәқиқәт Әйса Мәсиһтидур.

Gade chapit la Kopi




Әфәсликләргә йезилған хәт 4:21
20 Referans Kwoze  

Йәнә бизгә мәлумки, Худа Оғли дунияға кәлди вә һәқиқий Худани тонушимиз үчүн, У бизгә әқил-парасәт ата қилди. Биз һәқиқий Худаға бағлинип яшаватимиз, чүнки биз Униң Оғли Әйса Мәсиһкә бағланғанмиз. Әйса Мәсиһ һәқиқий Худадур вә мәңгүлүк һаяттур!


Силәр йәһу­дий әмәсләрму һәқиқәтни, йәни өзәңларниң қутқузулушуңлар тоғриси­дики Хуш Хәвәрни аңлап, Әйса Мәсиһкә ишәндиңлар һәм вәдә қилинған Муқәддәс Роһ билән тамғиландиңлар. Бу Худаға мәнсүп болғанлиғиңларниң бәлгүсидур.


Униңға болған ишәнчиңлар чоңқур йилтиз тартқан дәрәққә вә пухта қурулған бенаға охшаш мустәһкәм болсун. Силәргә тапшурулған һәқиқәттә чиң туруңлар. Қәлбиңлар Худаға болған миннәтдарлиқ билән толсун.


У болсиму, һәқиқәткә башлиғучи — Муқәддәс Роһтур. Уни бу дунияниң адәмлири қобул қилалмайду, чүнки Уни көрмәйду, тонумайду. Бирақ силәр Уни тонуйсиләр, чүнки У дайим силәр билән биллә туриду һәм силәрдә яшимақчи.


Қәлбимдики Әйса Мәсиһниң һәқиқити билән ейтимәнки, мениң бу махтинишимни пүтүн Юнанда һәр қандақ адәм тосап қалалмайду.


Худаниң пүтүн вәдилири Әйса Мәсиһ арқилиқ әмәлгә ашурулиду. Шуниң үчүн биз Әйса Мәсиһ арқилиқ «амин» дәп, Худани улуқлаймиз.


Һәзрити Әйса униңға: — Йол, һәқиқәт вә һаятлиқ Өзәмдурмән. Мениңсиз һеч ким Худа Атамниң йениға баралмайду.


Мениң қойлирим гепимни аңлайду. Мән уларни тонуймән. Улар Маңа әгишиду.


Чүнки Тәврат қануни Муса пәйғәм­бәр арқилиқ йәткүзүлгән болса, Худаниң меһир-шәпқити вә һәқиқити Әйса Мәсиһ арқилиқ йәткүзүлди.


Һәзрити Әйса шагиртлириға йәнә: — Кимду-ким силәрниң сөзүңларға кирсә, Мениң сөзүмгә киргән болиду. Кимду-ким силәрни рәт қилса, Мениму рәт қилған болиду. Мени рәт қилғанлар Мени Әвәткүчиниму рәт қилған болиду, — деди.


Петрусниң гепи түгимәйла, парлақ бир булут уларни қаплавалди. Булуттин Худаниң: «Бу Мениң сөйүмлүк Оғлум. Мән Униңдин хурсәнмән. Униң сөзигә қулақ селиңлар!» дегән авази аңланди.


Лекин Униңға ишәнмигәнләр Униңға қандақму илтиҗа қилсун? У тоғрилиқ аңлимиғанлар Униң­ға қандақму ишәнсун? У тоғрисида хәвәр йәткүзгүчиләр болмиса, кишиләр қандақму аңлалисун?


Әйса Мәсиһ Худадин жирақ болған силәр билән Худаға йеқин болған биз йәһудийларға инақлиқ тоғрисидики Хуш Хәвәрни елип кәлди.


Силәрниң ишән­чиңлар вә меһир-муһәббитиңлар асманда силәр үчүн сақлиниватқан һәқиқий байлиққа болған үмүтүңлардин кәлгән. Һәқиқәттин ибарәт болған Хуш Хәвәр силәргә дәсләптә йәткүзүлгән чағдила бу үмүт силәрдә пәйда болған.


Хуш Хәвәр силәргә йәткәндә, силәр Худаниң меһир-шәпқитини һәқиқий тонуп йәттиңлар. Ушбу Хуш Хәвәр араңларда биринчи күндин тартип мевә берип, өз тәсирини көрсәт­кинидәк, һазирму дунияниң нурғун җайлирида шундақ қилмақта.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite