2 Силәр һемишәм кәмтар, мулайим, сәвирчан болуп, меһир-муһәббитиңлар билән бир-бириңларға кәң қосақ болуңлар.
Меһир-муһәббәт һәммигә бәрдашлиқ бериду, һәммигә ишәнч билән қарайду, һәммә ишта үмүтвар вә чидамлиқ болиду.
Ишәнчимиз күчлүк болған бизләр һәр қандақ иш қилғанда, өзимизни қанаәтләндүрүшнила ойлимастин, ишәнчи аҗиз қериндашлиримизғиму көңүл бөлүшимиз керәк.
Мулайим вә кәмтармән. Шуңа Мениң боюнтуруғумға кирип, Мәндин үгиниңлар. Шундақ қилғанда, көңлүңлар арам тапиду.
Әй Худаниң садиқ бәндиси, сән бундақ ишлардин жирақ тур. Һәққанийлиқ, садақәтмәнлик, ишәнч, меһир-муһәббәт, сәвир-тақәт вә мулайимлиқни издә.
бәлки қәлбиңларниң чоңқур қатлимидин Рәббимиз Әйсаға орун берип, өзәңларни Униңға атаңлар. Силәрниң мәңгүлүк һаятқа болған үмүтүңларниң сәвәвини сориғанларға җавап беришкә һәр дайим тәйяр туруңлар.
Рәббимизниң тәлимигә қарши турғанларғиму мулайимлиқ билән несиһәт қилиш керәк. Бәлким Худа уларға һәқиқәтни биливелиш үчүн товва қилиш пурситини бериду.
Бир-бириңларниң еғирчилиғини көтириңлар. Шундақ қилсаңлар, Әйса Мәсиһниң қануниға әмәл қилған болисиләр.
Худа Өзиниң алдида бизниң пак вә әйипсиз болушимиз үчүн, дунияни яритиштин бурунла бизни Әйса Мәсиһкә бағлинишимиз арқилиқ таллиди. Худа бизни сөйгәчкә, бизниң Әйса Мәсиһ арқилиқ Өзигә пәрзәнт болушимизни Өз хуш райи бойичә алдин-ала бәлгүлиди. Бу Униң ирадисидур.
Йәһудийларниң сүйиқәстлири түпәйлидин тартқан азаплар ичидә, көзүмдин яш үзүлмигән һалда кәмтарлиқ билән Рәббимиз Әйсаниң хизмитидә болдум.
— Әй ишәнчи йоқ әвлат! Силәр Маңа ишәнгичә, Мән силәр билән йәнә қанчилик биллә болушум керәк? Йәнә қачанғичә бәрдашлиқ берәй? — деди һәзрити Әйса. — Балини алдимға елип келиңлар.
Шуниң үчүн һәр хил ипласлиқларни вә барлиқ яман қилмишларни ташлаңлар. Қәлбиңларға селинған, силәрни қутқузалайдиған сөзни кәмтарлиқ билән өзләштүрүңлар.
Биз йәнә шуни тилидуқки, Худа силәрни Өзиниң улуқ қудрити билән күчләндүргәй. Шундақ болғанда, силәр һәр қандақ ишқа сәвирчанлиқ билән бәрдашлиқ берәләйсиләр һәм хошал-хорамлиққа чөмүп,
Жиғинчақлап ейтқанда, һәммиңлар бир нийәт, бир мәхсәттә болуңлар, бир-бириңларға һисдашлиқ қилиңлар, бир-бириңларни қериндашларчә сөйүңлар, меһриван вә кәмтар болуңлар.