15 Әксичә меһир-муһәббәт билән Худаниң һәқиқитини сөзләп, тәнниң, йәни мәсиһийләр җамаитиниң беши болған Әйса Мәсиһкә һәр қайси җәһәттә охшаш болуп өсүп йетилимиз.
Әзиз балилирим, қуруқ сөз билән әмәс, бәлки әмәлият вә һәқиқәт билән башқиларға меһир-муһәббәт көрситәйли.
Шуниң үчүн ялғанчилиқни ташлап, бир-бириңларға раст гәп қилиңлар. Чүнки һәммимиз бир тәнниң әзалиримиз.
Силәр һәқиқәткә бойсунғанлиғиңлардин қәлбиңлар пак қилинип, мәсиһийләрни сөйидиған сәмимий меһир-муһәббәткә егә болдуңлар. Шуңа бир-бириңларни чин қәлбиңлардин қизғин сөйүңлар.
Әксичә ишәнчиңлар Рәббимиз болған Қутқазғучимиз Әйса Мәсиһниң меһир-шәпқити вә Уни тонушуңлар арқилиқ давамлиқ өсүп барсун. Барлиқ шан-шәрәп Рәббимизгә әбәдил-әбәт мәнсүп болғай!
Әйса Мәсиһ арқилиқ биз Рәббимизгә беғишланған муқәддәс ибадәтхана болуш үчүн бирләштүрүлүп өсмәктимиз.
Худа каинаттики барлиқ мәвҗудатни Әйса Мәсиһниң айиғи астида тиз пүктүрүп, мәсиһийләр җамаити үчүн Уни барлиқ мәвҗудатқа баш қилип бәрди.
Силәр Рәббимизниң меһир-шәпқитидин һөзүрләнгән екәнсиләр, худди йеңи туғулған бовақ аниниң сүтигә тәшна болғандәк, силәрму Худаниң сап сөзигә тәшна болуңлар. Буниң билән силәр гуналириңлардин үзүл-кесил қутқузулғичә, ишәнчидә өсүп йетәләйсиләр.
Меһир-муһәббитиңлар сахта болмисун. Яманлиқтин жиркиниңлар, яхши ишларда чиң туруңлар.
Һәзрити Әйса Натанйәлниң Өзиниң алдиға келиватқанлиғини көрүп, у тоғрилиқ: — Мана бу ичидә қилчә һейлә-микриси йоқ һәқиқий бир исраил! — деди.
Худди мәсиһийләр җамаитиниң Қутқазғучиси болған Әйса Мәсиһ Өз тениниң, йәни мәсиһийләр җамаитиниң беши болғинидәк, әрму өз аялиниң бешидур.
Уятлиқ, йошурун ишларни қилиштин жирақ туруп, һейлә-микирлик қилмаймиз, Худаниң сөзини бурмилимаймиз. Әксичә һәқиқәтни өз пети ейтимиз. Буниң билән биз өзимизни Худа алдида һәммә кишигә билдүримиз, уларму өз қәлбидә бизниң қандақ адәм екәнлигимизни билиду.
Бу сөзлиримни силәргә буйруқ тәриқисидә ейтқиним йоқ. Мән меһир-муһәббитиңларниң сәмимийлигини Македонийәдики җамаәтләрниң сәдиқә топлаш җәриянида көрсәткән меһир-муһәббити билән селиштуруш арқилиқ синап көрмәкчимән.
Лекин шуниму билишиңларни үмүт қилимәнки, һәммә әрниң беши Әйса Мәсиһтур. Аялниң беши әр, Әйса Мәсиһниң беши болса Худадур.
Худа Өзиниң алдида бизниң пак вә әйипсиз болушимиз үчүн, дунияни яритиштин бурунла бизни Әйса Мәсиһкә бағлинишимиз арқилиқ таллиди. Худа бизни сөйгәчкә, бизниң Әйса Мәсиһ арқилиқ Өзигә пәрзәнт болушимизни Өз хуш райи бойичә алдин-ала бәлгүлиди. Бу Униң ирадисидур.