Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Әфәсликләргә йезилған хәт 4:13 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

13 Бу вәзипә таки бизниң Худа Оғлиға ишиништә бирдәк болуп, Уни чоңқур тонушимиз һәм ишәнч җәһәттә өсүп йетилип, Әйса Мәсиһкә охшаш болушимизға қәдәр давамлишиду.

Gade chapit la Kopi




Әфәсликләргә йезилған хәт 4:13
34 Referans Kwoze  

Шуңа биз Әйса Мәсиһ тоғрисидики Хуш Хәвәрни барлиқ инсан­ларға йәткүзүшкә, шундақла Худа бизгә ата қилған барлиқ әқил-парасәт билән уларға несиһәт қилип, тәлим беришкә тиришива­тимиз. Буниңдики мәхсәт, уларниң Әйса Мәсиһкә мәнсүп болуп, Униңға болған ишәнчиниң һәр җәһәттин толуқ йетилгән һалда Худаниң алдиға бериши үчүндур.


Уларниң һәм­миси бир болсун. Әй Ата, Сән Мәндә, Мән Сәндә болғандәк, уларму Биздә болсун. Шу арқилиқ бу дунияниң адәмлири Мени Сениң әвәткәнлигиңгә ишәнсун, дәп дуа қилимән.


Рәббимиз бир, ишәнчимизму бир болуп, охшаш бир чөмүлдүрүлүшни қобул қилдуқ.


Бир-бириңлар билән инақ өтүш арқилиқ Муқәддәс Роһниң мәсиһийләргә бәргән бирлигини сақлашқа тиришиңлар.


Әксичә ишәнчиңлар Рәббимиз болған Қутқазғу­чимиз Әйса Мәсиһниң меһир-шәпқити вә Уни тонушуңлар арқилиқ давамлиқ өсүп барсун. Барлиқ шан-шәрәп Рәббимизгә әбәдил-әбәт мәнсүп болғай!


Мениң бундақ ишлишим силәрниң ич-ичиңлардин илһамлинип, бир-бириңларға меһир-муһәббәт көрситип, өз-ара бағлинишиңлар үчүндур. Шундақ болғанда, һәқиқәтни чоңқур чүшиништин кәлгән толуқ ишәнчкә еришип, Худа ашкарилиған сирни, йәни Әйса Мәсиһни һәқиқий тонуп йетәләйсиләр.


Йемәклик болса йетилгәнләр үчүндур. Чүнки уларниң әқли йетилиш җәриянида яхши-яманни пәриқ етишкә көнгәндур.


Мән қәтъий шундақ қараймән­ки, Рәббим Әйса Мәсиһни тонушниң әвзәллиги алдида һәр қандақ иш қәдирсиздур. Әйса Мәсиһни тонуп йетишим һәм Униңға зич бағлинишим үчүн, һәммини ташлавәттим һәм уларни әхләт, дәп қараймән. Әнди мениң һәққаний адәм дәп җакали­нишим Тәврат қануниға әмәл қилиш арқилиқ әмәс, бәлки Әйса Мәсиһкә ишиниш арқилиқ болди. Чүнки бу һәққанийлиқ ишәнч арқилиқ Худадин кәлди.


Қериндашлар, яманлиқ қилишни билмәйдиған сәбий балилардәк болуңлар, лекин бу ишларға кәлгәндә ой-пикирлириңлар кичик бали­лар­дәк әмәс, бәлки чоңлардәк болсун.


Мәсиһийләр җамаити Әйса Мәсиһниң тени болуп, бу тән У тәрипидин толуқлинип туриду. Әйса Мәсиһниң Өзи пүткүл каинатниң һәр җәһәттин толуқлиғучисидур.


Мәсиһийләр бир нийәттә, бир мәхсәттә еди. Һеч ким өзигә тегишлик пул-мелини «өзәмниң» демәтти, бариға ортақ еди.


Йәнә бизгә мәлумки, Худа Оғли дунияға кәлди вә һәқиқий Худани тонушимиз үчүн, У бизгә әқил-парасәт ата қилди. Биз һәқиқий Худаға бағлинип яшаватимиз, чүнки биз Униң Оғли Әйса Мәсиһкә бағланғанмиз. Әйса Мәсиһ һәқиқий Худадур вә мәңгүлүк һаяттур!


Уларниң вәзиписи Худаниң муқәддәс хәлқини Худаниң хизмитини қилишқа вә Әйса Мәсиһниң тени, йәни мәсиһийләр җамаитини мустәһкәмләшкә тәрбийиләштин ибарәт.


Әйса Мәсиһ Өзиниң тенини қурван қилиш арқилиқ йәһудий әмәсләрни чәткә қақидиған Тәврат қануни вә униң әмир-пәрманлирини күчидин қалдурди. Буниңдики мәхсәт, йәһудийлар вә йәһудий әмәсләрни Өзигә мәнсүп болған йеңи инсан қилип чиқиш вә уларни инақлаштуруштур.


Чүнки дунияни яратқанда «Нур қараңғулуқтин чақнисун», дәп әмир қилған Худа бизниң Өзиниң Әйса Мәсиһ арқилиқ аян қилған улуқлу­ғини тонуп йетишимиз үчүн, Хуш Хәвәрниң нури билән қәлбимизни йорутти.


Қериндашлар, Рәббимиз Әйса Мәсиһниң нами билән һәммиң­ларни иттипақлишишқа, бөлүнмәсликкә, бир нийәт, бир мәхсәттә бирлишишкә чақиримән.


Мәңгүлүк һаят болса, һәқиқий бирдин-бир Худа — Сени вә Сән әвәткән Әйса Мәсиһни тонуштур.


Улар буларни йә Атамни, йә Мени тонумиғанлиғи үчүн қилиду.


Атам һәммини Маңа тәғдим қилди. Мени Атамдин башқа һеч ким һәқиқий тонумайду. Атамниму Мән вә Мән Өзәм ашкарилашни халайдиған кишиләрдин башқа һеч ким һәқиқий тонумайду.


Униң меһир-шәпқити чәксиз болғачқа, һәммимиз һәр дайим бәхит үстигә бәхиткә еришип кәлдуқ.


Ишинимиз вә билимизки, Сиз Худа әвәткән Муқәддәссиз!


Әлвәттә, Әйса Мәсиһкә ишәнгүчиләр бизниң йәткүзүватқанлири­мизда даналиқниң барлиғини тонуп йетәләйду. Бирақ бу даналиқ дунияниң даналиғи әмәс, шундақла бу дунияниң гумранлиққа йүз тутқан һоқуқдарлириниң даналиғиму әмәс.


Балилирим! Ишәнчиңлар өсүп йетилип, Әйса Мәсиһниң тәбиити силәрдә гәвдиләнгичә, мән силәр үчүн йәнә бир қетим худди толғақ азавини тартиватқан анидәк азаплиниватимән.


Мән шундақ дуа қилимәнки, Рәббимиз Әйса Мәсиһниң Худа Атиси, йәни шану-шәвкәтлик Худа Атимиз Муқәддәс Роһ арқилиқ силәргә даналиқ вә чоңқур чүшәнчә ата қилип, Өзини техиму тонутқай!


Мениң һазирқи мәхситим, Әйса Мәсиһни вә Униң өлүп тирилиш қудритини, шундақла Униң тартқан азап-оқубәтлирини өз кәчүрмишим арқилиқ чоңқур тонуп йетип, Униң өлүмини үлгә қилиш


У Өзиниң улуқлуғи вә есил пәзилити арқилиқ бизгә наһайити улуқ вә қиммәтлик вәдиләрни бәрди. Булар арқилиқ биз бу дуниядики инсанларниң болмиғур һәвәслиридин келип чиққан әхлақсизлиқтин қутулуп, Худаниң тәбиитигә охшаш тәбиәткә егә болалаймиз.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite