Әфәсликләргә йезилған хәт 4:12 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси12 Уларниң вәзиписи Худаниң муқәддәс хәлқини Худаниң хизмитини қилишқа вә Әйса Мәсиһниң тени, йәни мәсиһийләр җамаитини мустәһкәмләшкә тәрбийиләштин ибарәт. Gade chapit la |
Қериндашлар, мән хуласә қилай, силәр Худаға ибадәт қилиш үчүн бир йәргә җәм болғиниңларда, бәзилириңлар мәдһийә нахшилирини ейтисиләр, бәзилириңлар тәлим берисиләр, бәзилириңлар Худаниң аянини йәткүзисиләр, бәзилириңлар өзәңларға намәлум болған тилда сөзләйсиләр, башқилар болса бу тилни чүшәндүриду. Һәммә иш җамаәтниң ишәнчини йетилдүрүш үчүн болсун.
Шуниң үчүн өлүмгә елип баридиған яманлиқлардин йениш, Худаға ишиниш, чөмүлдүрүлүшни қобул қилиш, башқиларға қол тәккүзүп дуа қилиш, тирилдүрүлүш вә мәңгүлүк һөкүм қатарлиқ тәлимләргә қайта асас салимиз, дәп олтармайли. Әйса Мәсиһ тоғрисидики бу хил башланғуч тәлимләрдә тохтап қалмай, йетилишкә қарап маңайли.
Шуңа биз Әйса Мәсиһ тоғрисидики Хуш Хәвәрни барлиқ инсанларға йәткүзүшкә, шундақла Худа бизгә ата қилған барлиқ әқил-парасәт билән уларға несиһәт қилип, тәлим беришкә тиришиватимиз. Буниңдики мәхсәт, уларниң Әйса Мәсиһкә мәнсүп болуп, Униңға болған ишәнчиниң һәр җәһәттин толуқ йетилгән һалда Худаниң алдиға бериши үчүндур.