Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Әфәсликләргә йезилған хәт 4:10 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

10 Йәргә чүшкәнму У, асманға чиққанму У. Буниңдики мәхсәт, Өз һөкүмранлиғини пүткүл каинат­қа орнитиштур.

Gade chapit la Kopi




Әфәсликләргә йезилған хәт 4:10
24 Referans Kwoze  

Әйса Мәсиһ дәл бизниң һаҗитимиздин чиқидиған Баш Роһаний­дур. У муқәддәс, әйипсиз, пак болуп, гунакарлардин айриветилип, асмандики әң жуқури орунға елип чиқилди.


Худа Оғли Әйса Мәсиһ бизниң асманға чиқип кәткән улуқ Баш Роһанийимиз болғачқа, етирап қилған ишәнчимиздә чиң турайли.


Худаниң барлиқ мукәммәл тәбиити бу дунияға инсан тенидә кәлгән Әйса Мәсиһтидур.


Худа Өзиниң барлиқ мукәммәл тәбиити­ниң Униңда болушини халиди.


Шуни билип қоюңларки, мана бу аламәтләрниң һәммиси әмәлгә ашурулмай туруп, бу әвлат кишиләр аләмдин өтмәйду.


Һәмми­мизгә мәлумки, ишәнчимизниң сири бүйүктур: Әйса Мәсиһ инсан тенидә аян болди, Муқәддәс Роһ Униң һәққанийлиғини испатлиди, У периштәләргә көрүнди, У тоғрисидики хәвәр пүткүл милләтләргә җакаланди, Инсанлар Униңға ишәнди, У улуқлуқ ичидә асманға көтирилди.


Һәзрити Әйса бу сөзләрни қилип болуп, уларниң көз алдидила асманға көтирилди. Бир парчә булутниң оравелиши билән, У көпчи­лик­ниң нәзәридин ғайип болди.


Ейтқанлиримниң асасий нуқтиси шуки: асмандики улуқ Худаниң тәхтиниң оң тәрипидә олтиридиған бир Баш Роһанийимиз бар.


Мана бу Худаниң Қутқазғучи-Мәсиһниң зиянкәшликкә учрап өлидиғанлиғи тоғрисида пәйғәмбәрләр арқи­лиқ алдин-ала ейтқанлириниң әмәлгә ашурулушидур.


Худа Уни тирилдүрүп, асманға елип чиқип кәткәндин кейин, Уни чоң шан-шәрәпкә егә қилип, Өзиниң оң йенида олтарғузди. Һәзрити Әйса Худа Ата вәдә қилған Муқәддәс Роһни Униңдин алди вә һазир көрүватқан, аңлаватқанлириңлардәк, бу Роһни бизләргә чүшәрди.


— Әй җәлилийәликләр, немишкә бу йәрдә асманға қарап тури­си­ләр? Һәзрити Әйса асманға чиқип кәтти, бирақ У қандақ көтирилгән болса, кәлгүсидә йәнә шундақ қайтип келиду, — деди.


Бу ишларниң һәммиси Муқәддәс Язмиларда: «Униң бир тал сүйигиму сунмайду» вә «Улар өзлири нәйзә санчиған Адәмгә қаришип қалиду», дәп алдин-ала ейтилғанларни әмәлгә ашурди.


Һәзрити Әйса һәммә ишлириниң тамамланғанлиғини билди. Андин: — Уссидим! — деди. Буниң билән Муқәддәс Язмиларда йезилған сөзләр әмәлгә ашу­рулди.


Шуниң билән ләшкәрләр бир-биригә: — Буни житмай, чәк ташлайли, кимгә чиқса шу алсун, — дейишти. Буниң билән Муқәддәс Язмилардики мону сөзләр әмәлгә ашурулди: «Тонумни бөлүшти улар, Көйнигим үчүн тартишти чәкләр». Дәрвәқә, ләшкәрләр шундақ қилишти.


Униң меһир-шәпқити чәксиз болғачқа, һәммимиз һәр дайим бәхит үстигә бәхиткә еришип кәлдуқ.


Андин уларға мундақ деди: — Бу ишларниң һәммисини Мән илгири силәр билән биллә болған вақтимда ейтқан едим. Мән: «Муса хатирилигән Тәврат, башқа Пәйғәмбәрләрниң Язмилири вә Зәбурда баян қилинған Маңа даир ишларниң һәммиси чоқум әмәлгә ашурулиду», дегән әмәсму?


Әйса Мәсиһкә мәнсүп болған бир адәмни тонуймән. У он төрт жил илгири асманға көтирилди. У көтирилгәндә, тени көтирилдиму яки роһи көтирилдиму билмәймән, буни Худа Өзи билиду.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite