Әфәсликләргә йезилған хәт 3:9 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси9 Пүткүл мәвҗудатни яратқан Худа йәнә бурундин тартип ашкарилимиған бу планиниң қандақ әмәлгә ашурулғанлиғини барлиқ инсанларға чүшәндүрүш вәзиписини маңа бәрди. Gade chapit la |
Сән көргән девә бир заманларда бар еди, һазир йоқ. У кейин теги йоқ һаңдин чиқип, һалакәткә йүзлиниду. Йәр йүзидә яшайдиған, амма дуния яритилғандин бу ян нами һаятлиқ дәптиригә йезилмиған кишиләр девини көрүп интайин һәйран қалиду. Чүнки у бир заманларда бар еди, һазир йоқ, лекин йәнә пәйда болиду.
Қериндашлар, өзәңларни йәһудийлардин үстүн тутуштин сақлинишиңлар үчүн, мундақ бир сирдин хәвәрсиз қелишиңларни халимаймән. Бу сир болса: бир қисим исраиллар Худа әвәткән Қутқазғучини һазирғичә тәрсалиқ билән рәт қилсиму, бирақ бу әһвал пәқәтла қутқузулған йәһудий әмәсләрниң сани толуқланғичә давамлишиду.