Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Әфәсликләргә йезилған хәт 3:7 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

7 Мән Худаниң меһир-шәпқити вә күч-қудрити билән бу Хуш Хәвәрни йәткүзидиған хизмәткар болдум.

Gade chapit la Kopi




Әфәсликләргә йезилған хәт 3:7
22 Referans Kwoze  

Шундақла Әйса Мәсиһкә ишәнгүчи бизләр үчүн Худаниң күч-қудритиниң нәқәдәр қудрәтликлигиниму чүшәнгәйси­ләр. Бу дәл Худа Әйса Мәсиһни өлүмдин тирилдүрүп, асманда Өзиниң оң тәрипигә олтарғузғанда намайән қилған бүйүк күч-қудрәттур.


Барлиқ шан-шәрәп Худаға мәнсүп болғай! У һаятимизда намайән болуватқан улуқ күч-қудрити арқилиқ барлиқ тилигимиз вә ойлиғи­ни­миздинму көп ишларни қилалайду.


Силәр билисиләр, Худа маңа илтипат көрситип, бу Хуш Хәвәрни силәргә йәткүзүш вәзиписини ата қилди.


У бизни Йеңи келишимниң хизмәткарлири қилиш үчүн қабилийәтлик қилди. Бу келишим йезиқ билән хатириләнгән Тәврат қануниға әмәс, бәлки Муқәддәс Роһқа асасланған. Чүнки йезиқ билән хатириләнгән Тәврат қануниға һеч ким толуқ риайә қилалмиғачқа, у инсанларға мәңгүлүк өлүм елип келиду. Муқәддәс Роһ болса гунайиға товва қилғанларға мәңгүлүк һаят ата қилиду.


силәрни силәр еһтияҗ болған барлиқ яхши нәрсиләр билән тәминләп, Өз ирадисиниң иҗрачилири қилғай! Әбәдил-әбәд шан-шәрәпкә лайиқ болған Әйса Мәсиһ арқилиқ силәрни Өзини хурсән қилидиған ишларни қилишқа йетәклигәй, амин!


Худаға һемишәм шүкүр ейтишимиздики йәнә бир сәвәп шуки, силәр биздин Худаниң сөзини аңлап, уни қобул қилғиниңларда, бу сөзни инсанларниң сөзи әмәс, бәлки Худаниң сөзи, дәп етирап қилдиң­лар. Әмәлияттиму бу сөз Худаниң сөзи болуп, у һазир униңға ишинидиған силәргә күчлүк тәсир көрсәтмәктә.


Бу мәхсәткә йетиш үчүн, Әйса Мәсиһтин кәлгән, һаятимда намайән болуватқан зор күчкә тайинип, тиришип-тирмишип ишләватимән.


Лекин һазир әлчи болушум Худаниң маңа көрсәткән меһир-шәпқити арқилиқ болди. Униң маңа қилған меһир-шәпқити бекарға кәтмиди. Чүнки Худаниң хизми­тидә әлчиләрниң һәммисидин көп әҗир сиңдүрдүм. Әмәлиятта мән өз күч-қабилийитим билән әмәс, бәлки маңа меһир-шәпқәт көрсәткән Худаниң күчи билән ишлидим.


Аполлос яки мәнки Павлус силәрниң бөлүнүшүңларға сәвәп болғи­дәк муһим кишиләрдин әмәсмиз. Биз пәқәт Худа йолида силәрни Рәббимизгә ишинишкә башлайдиған хизмәткарлармиз. Рәббимиз һәр биримизгә бирдин вәзипә бәргән.


Худаниң Хуш Хәвирини йәткүзүш хизмитидә йәһудий әмәсләр үчүн худди роһанийдәк Әйса Мәсиһниң хизмәткари болдум. Буниңдики мәхсәт, йәһудий әмәсләрниң Муқәддәс Роһ арқилиқ паклинип, худди Худани хурсән қилидиған қурванлиқтәк Худа тәрипидин қобул қилиниши үчүндур.


Худа Әйса Мәсиһ арқилиқ маңа меһир-шәпқәт көрситип, мени әлчиликкә таллиди. Шуңа мән һәр милләт кишилирини Худаға бойсунсун дәп, уларни Әйса Мәсиһкә ишинишкә чақиримән. Бу Әйса Мәсиһниң намиға шан-шәрәп кәлтү­рүш үчүндур.


Әйса Мәсиһниң йетәкчи­лигидә мәсиһийләр җамаитиниң һәр қайси әзалири зич маслишип, өзлириниң җарий қилишқа тегишлик рольлирини толуқ җарий қилдурғанда, мәсиһийләр җамаити меһир-муһәббәт ичидә сағлам өсүп йетилиду.


Мән Худаниң муқәддәс хәлқи ичидики әң әрзимәс бири болсамму, Худа маңа меһир-шәпқәт көрситип, мени Әйса Мәсиһ арқилиқ еришидиған вә инсанлар тәсәввур қилалмайдиған һәқиқий байлиқни йәһудий әмәсләргә йәткүзүп беришкә таллиди.


Петрусниң йәһудийларға әлчи болушиға күч-қудрәт ата қилған Худа мениң йәһудий әмәсләргә әлчи болушумғиму күч-қудрәт ата қилди.


Худа рәһим-шәпқити билән бу хизмәтни бизгә бәргән екән, җасаритимизни йоқатмаймиз.


Рәббимиз Әйса униңға: — Баривәр, Мән бу адәмни йәһудий әмәсләргә вә уларниң падиша­лириға һәм исраилларға Мени тонуштуруш үчүн Өзәм таллидим.


Худаниң меһир-шәпқити маңа ата қилинғанлиғи үчүн, һәр бириң­­ларға шуни ейтимәнки, өзәңларни артуқчә баһалимаңлар. Әксичә еғир-бесиқлиқ билән Худа силәргә бәргән ишәнч җәһәттики қабилийитиңларға қарап өзәңларни чағлап көрүңлар.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite