Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Әфәсликләргә йезилған хәт 3:18 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

18-19 Бу арқилиқ силәр Худаниң барлиқ муқәддәс хәлқи билән биллә Әйса Мәсиһниң меһир-муһәббитиниң нәқәдәр мол, зор, чоңқур вә чәксиз екәнлигини чүшинәләйсиләр. Гәрчә Әйса Мәсиһниң меһир-муһәббити инсан тәсәввуридин һәссиләп һалқип кәткән болсиму, силәр буни тонуп йәткәйсиләр. Шундақ болғанда, силәр Худаниң мол камалити билән толтурулисиләр.

Gade chapit la Kopi




Әфәсликләргә йезилған хәт 3:18
28 Referans Kwoze  

Өз достлири үчүн җенини пида қилиштин чоңқур меһир-муһәббәт йоқтур.


Һазир мениң тенимдә яшаватқан мән әмәс, бәлки Әйса Мәсиһтур. Мени сөйгән вә мән үчүн Өзини пида қилған Худа Оғлиға болған ишәнчим билән яшаймән.


Рәббимиз Әйсаға болған ишәнчиңларни вә Худаниң барлиқ муқәддәс хәлқигә болған меһир-муһәббитиңларни аңлиғинимдин бу ян, мән дуалиримда давамлиқ силәр үчүн Худаға шүкүр ейтип, силәрни һемишәм әслимәктимән.


Мән ғалибә қилип, Атам­ниң тәхтидә Униң билән биллә олтардим. Шуниң үчүн Мәнму ғалибә қилғучи­ларға тәхтимдә Мән билән биргә олтириш һоқуқини беримән.


Һалбуки, Әйса Мәсиһ бизни Тәврат қануниға толуқ әмәл қилалмиған­лиғимиздин пәйда болған ләнәттин қутулдуруп қелип, у ләнәтни Өз үстигә алди. Бу һәқтә Муқәддәс Язмиларда: «Яғачқа есип қоюлған киши ләнәткә қалған кишидур», дәп йезилған.


Худа буни Өзи бәлгүлигән вақти йетип кәлгәндә ишқа ашуруп, бу дуния вә у дуниядики пүткүл мәвҗудатни бирликтә Әйса Мәсиһниң башқурушиға қойиду.


Чүнки биз силәрниң Әйса Мәсиһкә ишәнгәнлигиңлардин вә Худаниң барлиқ муқәддәс хәлқигә меһир-муһәббәт көрсәткиниңлардин хәвәр таптуқ.


Чүнки улар Худадин кәлгән һәққаний адәм дәп җака­линиш йолини билмәй, Тәврат қануниға әмәл қилиши билән өзлириниң һәққаний адәм дәп җакалинишиға тиришиду. Буниң билән улар Худадин кәлгән ушбу йолни қобул қилмайду.


Һәмми­мизгә мәлумки, ишәнчимизниң сири бүйүктур: Әйса Мәсиһ инсан тенидә аян болди, Муқәддәс Роһ Униң һәққанийлиғини испатлиди, У периштәләргә көрүнди, У тоғрисидики хәвәр пүткүл милләтләргә җакаланди, Инсанлар Униңға ишәнди, У улуқлуқ ичидә асманға көтирилди.


Худаниң барлиқ муқәддәс хәлқидин силәргә салам. Рәббимиз Әйса Мәсиһниң меһир-шәпқити, Худаниң меһир-муһәббити вә Муқәддәс Роһниң һәмралиғи силәргә яр болғай!


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite