Әфәсликләргә йезилған хәт 3:17 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси17 Шундақ қилип, Әйса Мәсиһ ишәнчиңлар арқилиқ һәр дайим қәлбиңларда болғай, һаятиңлар Худаниң меһир-муһәббитидә йилтиз тартип, мустәһкәмләнгәй. Gade chapit la |
Әнди хетиңлардики бутқа атап нәзир қилинған гөшни йейиш яки йемәслик мәсилисигә келәйли. Силәр һәммимизниң бу мәсилигә нисбәтән билимимиз бар, дәп қарайсиләр. Бирақ билими көп болған адәм тәкәббурлишип кетиши мүмкин. Лекин меһир-муһәббити көп болған адәм болса, қериндишиниң ишәнчини мустәһкәмләшкә пурсәт издәйду.