Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Әфәсликләргә йезилған хәт 3:10 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

10 Худаниң мәхсити, бүгүнки күндә йәһудийлар вә йәһудий әмәсләрдин шәкилләнгән мәсиһийләр җамаити арқилиқ көп тәрәплик даналиғини асмандики һөкүмран вә һоқуқдар болған периштәләргә билдүрүштин ибарәт.

Gade chapit la Kopi




Әфәсликләргә йезилған хәт 3:10
23 Referans Kwoze  

Худа бу пәйғәмбәрләргә уларниң бу ишларни алдин-ала ейтишиниң өзлири үчүн әмәс, бәлки силәр үчүн екәнли­гини билдүрди. Бүгүнки күндә Хуш Хәвәрни йәткүзгүчиләр асмандин әвәтилгән Муқәддәс Роһниң күчи билән бу ишларни силәргә йәт­күзди. Һәтта периштәләрму бу ишларниң әмәлгә ашурулғанлиғини көрүшкә тәлпүниду.


Чүнки биз инсанларға әмәс, бәлки яман роһий күчләр дуниясидики һөкүмранларға, һоқуқдарларға, бу қараңғу дунияниң көрүнмәс күчлиригә вә башқа яман роһий күчләргә қарши җәң қиливатимиз.


Әксичә Худаниң инсан­ларға бурун ашкарилимиған даналиғидур. Бу даналиқни Худа дунияни яритиштин илгири бизниң асмандики шан-шәрәпкә еришишимиз үчүн алдин-ала бәлгүлигән.


Аһ! Худаниң әқил-парасити вә илим-һекмити немә дегән мол, немә дегән чоңқур һә! Униң һөкүмлирини кимму чүшинәлисун? Униң йоллирини кимму ойлап йетәлисун? Муқәддәс Язмиларда йезилғинидәк:


Худа Әйса Мәсиһни пәқәт бу дуниядила әмәс, бәлки у дуниядиму барлиқ һөкүмранлар, һоқуқдарлар, яман күчләр, мәнсәп­дар­лар вә тилға алғили болидиғанла әмәлләрниң үстигә чиқарди.


Худаға, йәни Рәббимиз Әйса Мәсиһниң Атисиға мәдһийиләр ейтилғай! Биз Әйса Мәсиһкә мәнсүп болғанлиғимиз үчүн, Худа бизгә асмандики барлиқ роһий бәхитни ата қилди.


Һалбуки, мәйли йәһудий яки йәһудий әмәсләр болсун, Худа тәрипидин чақирилғанларниң һәммиси Әйса Мәсиһниң чапрас яғачқа миқлинип өлүшини Худаниң күч-қудрити вә даналиғи, дәп билиду.


Тирилдүрүлгән Әйса Мәсиһ асманға чиқип, Худаниң оң йенида олтармақта. Периштәләр, асмандики һоқуқ­дарлар вә башқа барлиқ күчлүкләр Униңға тиз пүкмәктә.


Чүнки мәйли йәр йүзидә яки асманда болсун, мәвҗудат­лар­ниң һәммиси У арқилиқ яритилған. Көргили болидиған мәвҗудатлар яки көргили болмайдиған асмандики һәр қандақ мәртивиликләр, мәнсәпдарлар, һөкүмранлар вә һоқуқдарлар болсун, һәммиси У арқилиқ вә Униң үчүн яритилғандур.


Һәмми­мизгә мәлумки, ишәнчимизниң сири бүйүктур: Әйса Мәсиһ инсан тенидә аян болди, Муқәддәс Роһ Униң һәққанийлиғини испатлиди, У периштәләргә көрүнди, У тоғрисидики хәвәр пүткүл милләтләргә җакаланди, Инсанлар Униңға ишәнди, У улуқлуқ ичидә асманға көтирилди.


Худа бизгә бу меһир-шәпқәтни чәксиз әқил-идрәк билән яғдуруп,


Шуниңға қәтъий ишинимәнки, өлүм яки һаятлиқ болсун, периштәләр яки җин-шәйтанлар болсун, һазирқи яки кәлгүсидики һәр қандақ ишлар болсун, яки роһлар дуния­сидики һәр қандақ күчләр болсун,


Мәсиһийләр җамаити Әйса Мәсиһниң тени болуп, бу тән У тәрипидин толуқлинип туриду. Әйса Мәсиһниң Өзи пүткүл каинатниң һәр җәһәттин толуқлиғучисидур.


Силәр роһий күчләр дуниясидики барлиқ һөкүмранлар вә һоқуқдарлардин үстүн турғучи Әйса Мәсиһкә мән­сүп болғанлиғиңлар үчүн Униң мукәммәллигидин толуқлинип турисиләр.


Шундақ қилип, Худа роһий күчләр дуниясидики яман һөкүмранлар вә һоқуқдарларни қуралсизландуруп, Әйса Мәсиһниң чапрас яғачтики қурванлиғи арқилиқ улар үстидин ғалибә қилиш билән уларни пүткүл аләм алдида номуста қалдурди.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite