Әфәсликләргә йезилған хәт 2:8 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси8 Силәр Әйса Мәсиһкә ишинип, Худаниң меһир-шәпқити арқилиқ қутқузулдуңлар. Бу силәрниң әҗриңлардин кәлгән әмәс, бәлки Худадин кәлгән илтипаттур. Gade chapit la |
Шуниң үчүн ишәнчимиз арқилиқ Худаниң бизгә вәдә қилған бәхит-саадитигә еришимиз. Бу биз еришишкә тегишлик һәқ әмәс, бәлки Худаниң меһир-шәпқитидин кәлгән. Бу вәдә Ибраһимниң пүткүл әвлатлири, йәни Ибраһимға охшаш ишәнч йолида маңғанлар үчүн берилгәндур. Мәйли улар йәһудий әмәсләр болсун яки Тәврат қанунидики қаидиләр бойичә яшайдиған йәһудийлар болсун, бу вәдә һәммисиниң бу бәхит-саадәткә еришидиғанлиғиға капаләтлик қилиду. Чүнки Ибраһим барлиқ мәсиһийләрниң атисидур.