Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Әфәсликләргә йезилған хәт 2:5 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

5 гәрчә биз гуналиримиз түпәйлидин роһий җәһәттә өлгән болсақму, Худа бизни Әйса Мәсиһкә бағлиған һалда йеңи һаятқа ериштүрди. Есиңларда болсунки, силәр пәқәт Униң меһир-шәпқити арқилиқ қутқузулдуңлар.

Gade chapit la Kopi




Әфәсликләргә йезилған хәт 2:5
20 Referans Kwoze  

Лекин Худа бизгә меһир-шәпқәт көрситип, бизни төләмсиз һалда һәққаний адәм дәп җакалиди. Бу Әйса Мәсиһ арқилиқ әмәлгә ашурулди, чүнки У бизни гунаниң қуллуғидин азат қилди.


Силәр Әйса Мәсиһкә ишинип, Худаниң меһир-шәпқити арқилиқ қутқузулдуңлар. Бу силәрниң әҗриңлардин кәлгән әмәс, бәлки Худадин кәлгән илтипаттур.


Биз бурун Худаға дүшмән едуқ, бирақ Худа Өз Оғлиниң қурван қилиниши арқилиқ бизни Өзи билән яраштурди. Биз Худа билән яришивалған екәнмиз, ундақта Әйса Мәсиһниң өлүмдин тирилдүрүлгән һаяти арқилиқ Худаниң җазасидин чоқум қутулдурулимиз.


Әйса Мәсиһ биз техи гунакар вақтимиздила биз үчүн Өз җенини пида қилди. Мана бу арқилиқ Худа Өзиниң бизгә болған меһир-муһәббитини испатлиди.


Яқ! Ундақ қилмаңлар! Биз йәһудийлар Рәббимиз Әйсаниң меһир-шәпқитигә тайинип, ишәнчимиз арқилиқ қутқузулғандәк, улар­му шундақ қутқузулиду!


Силәр бурун Худаға бойсунмай, гуна ичидә яшиғанлиғиңлар сәвәвидин роһий җәһәттә өлүк едиңлар.


Чүнки һаятлиқ елип келидиған Муқәддәс Роһниң күч-қудрити бизни өлүмгә мәһкүм қилидиған гунаниң күчи­дин Әйса Мәсиһ арқилиқ халас қилди.


Сәвәви Худаниң барлиқ инсанларни қутқузидиған меһир-шәпқити аян болди.


Чүнки һәммә нәрсини ашкарилайдиғини нурдур. Шуңа мундақ дейилиду: «Ойған, әй ухлаватқан инсан, Тирил роһий өлүмдин. Әйса Мәсиһ саңа нур чачар!»


Шуниң үчүн ишәнчимиз арқилиқ Худаниң бизгә вәдә қилған бәхит-саадитигә еришимиз. Бу биз еришишкә тегишлик һәқ әмәс, бәлки Худаниң меһир-шәпқитидин кәлгән. Бу вәдә Ибраһимниң пүткүл әвлатлири, йәни Ибраһимға охшаш ишәнч йолида маңғанлар үчүн берилгәндур. Мәйли улар йәһудий әмәсләр болсун яки Тәврат қанунидики қаидиләр бойичә яшайдиған йәһудийлар болсун, бу вәдә һәммисиниң бу бәхит-саадәткә еришидиғанлиғиға капаләтлик қилиду. Чүнки Ибраһим барлиқ мәсиһийләрниң атисидур.


Биз яхши әмәлләр билән әмәс, бәлки Униң рәһим-шәпқитидин қутқузулдуқ. Худа бизниң гуналиримизни жуюп, Муқәддәс Роһ арқилиқ бизни қайти­дин туғулдуруп, йеңи һаятқа ериштүрүш билән бизни қутқузди.


Биз гунадин қутулушқа амалсиз қалғанда, Әйса Мәсиһ биз гунакар­лар үчүн Худа бәлгүлигән вақитта Өзини пида қилди.


Аманлиқ бәргүчи Худа узун өтмәй шәйтанни аяқ астиңларда езиду. Рәббимиз Әйсаниң меһир-шәпқити силәргә яр болғай.


Инсанға һаятлиқ Бәргүчи — Худаниң Роһидур. Бу иш инсанниң қолидин кәлмәйду. Силәргә ейтқан сөзлирим Худаниң Роһидин кәлгән болуп, у һаятлиқ тәғдим қилиду.


Өлгәнләрни Атиси қандақ тирилдүрүп, уларға һаятлиқ ата қилған болса, Оғлиму шуниңға охшаш Өзи халиған кишиләргә мәңгүлүк һаят ата қилиду.


Рәббимиз Әйсаниң меһир-шәпқити Худаниң муқәддәс хәлқи билән биллә болғай, амин!


Чүнки оғлум өлүп тирилди, йоқилип тепилди!» дәпту. Буниң билән һәммиси хошал-хорам йәп-ичишип, көңүл ечишипту.


Силәр бурун гуна ичидә яшиғанлиғиңлар вә гунакар тәбиитиңларниң илкидин қутулмиғанлиғиңлар үчүн, роһий җәһәттә өлүк едиңлар. Бирақ Худа силәрни Әйса Мәсиһкә бағлап, йеңи һаятқа ериштүрди вә пүтүн гуналириңларни кәчүрүм қилди.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite