Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Әфәсликләргә йезилған хәт 2:20 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

20 Һәммимиз Худа селиватқан бена болуп, әлчиләр билән пәйғәмбәрләр бу бенаниң асаси, Әйса Мәсиһ болса униң һул Тешидур.

Gade chapit la Kopi




Әфәсликләргә йезилған хәт 2:20
20 Referans Kwoze  

Саңа шуни ейтайки, сән болсаң Петрус. Мән җамаитимни бу таш үстигә қуримән. Униң үстидин өлүмниң күчиму ғалип келәлмәйду.


Шәһәрни қоршап турған сепилниң он икки һул теши бар болуп, уларниң үстигә Қозиниң он икки әлчисиниң исимлири йезилған еди.


Шуңа Худа мәсиһийләр җамаитидә башта әлчиләрни, иккинчисигә Худаниң пәйғәмбәрлик сөзини йәткүзгүчиләрни, үчинчисигә Худа тоғрисида тәлим бәргүчиләрни, униңдин кейин мөҗүзә көрсәткүчи­ләрни, кесәлләрни сақайтиш қабилийитигә егә болғанларни, башқиларға ярдәм бәргүчиләрни, башқуруш қабилийити болғанларни һәм өзлиригә намәлум болған тилларда сөзләләйдиғанларни тайин­лиди.


Һәзрити Әйса улардин сориди: — Зәбурдики мону сөзләрни зади оқумиғанмидиңлар? «Қурулушчилар ташлавәткән Таш Қурулушниң һул Теши болуп қалди. Бу Пәрвәрдигар тәрипидиндур, Биз үчүн әҗайип бир иштур».


Җамаәт­ниң түврүги һесапланған Яқуп, Петрус вә Юһанналар бу вәзипиниң Худаниң маңа қилған илтипати екәнлигини тонуп йәткинидә, улар мени вә Барнабани қобул қилип, һәмкарлиши­диғанлиғини билдүрди. Буниң билән йәһудий әмәсләр арисида биз хизмәт қилидиған, йәһудий­лар арисида болса улар хизмәт қилидиған болуп келиштуқ.


Илгири Худа бу сирни инсанларға аян қилмиған еди, амма һазир болса, бу сирни Муқәддәс Роһ арқилиқ Өзи таллиған әлчиләргә вә пәйғәмбәрләргә аян қилди.


Униңға болған ишәнчиңлар чоңқур йилтиз тартқан дәрәққә вә пухта қурулған бенаға охшаш мустәһкәм болсун. Силәргә тапшурулған һәқиқәттә чиң туруңлар. Қәлбиңлар Худаға болған миннәтдарлиқ билән толсун.


Муқәддәс Язмиларда мундақ дейилгән: «Қараңлар, талланған бир қиммәтлик һул Тешини Сионға қойдум. Униңға ишәнгәнләр һәргиз наүмүттә қалмайду».


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite