Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Әфәсликләргә йезилған хәт 2:2 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

2 У чағларда силәр бу дунияниң яман йоллирида маңған едиңлар, яман роһларниң һөкүмрани болған һәм кишиләрни Худаға бойсунмаслиққа аздури­диған шәйтанға бойсунуп яшидиңлар.

Gade chapit la Kopi




Әфәсликләргә йезилған хәт 2:2
64 Referans Kwoze  

Чүнки биз инсанларға әмәс, бәлки яман роһий күчләр дуниясидики һөкүмранларға, һоқуқдарларға, бу қараңғу дунияниң көрүнмәс күчлиригә вә башқа яман роһий күчләргә қарши җәң қиливатимиз.


Бизгә мәлумки, биз Худаға мәнсүпмиз. Әйса Мәсиһкә ишәнмигәнләр болса, шәйтанниң башқурушидидур.


Бурун һәммимиз һәм шундақ яшиған едуқ. Өз гунакар тәбиитимизниң арзу-һәвәслиригә берилип, шәхсийәтчиликкә толған ой-хияллиримиз бойичә яшаттуқ. Шуңа бизму Худаниң җазасиға учрашқа лайиқ едуқ.


Бу дуния әнди сораққа тартилиду. Бу дунияниң һөкүмдари — шәйтанму әнди ағдурулиду.


Бундақ ишларға банә көрситәләйдиғанлар ялған-явдақ сөзлири билән силәрни алдап кәтмисун. Чүнки Худаниң ғәзиви бундақ ишларни қилип, Худаға бойсунмиғанларниң үстигә чүшиду.


Атаңлар шәйтан болғачқа, силәрму униң һәвәслири бойичә иш қилисиләр. У әзәлдин қатил һәм һәқиқәттә турмайду, чүнки униңда һәқиқәт йоқтур. Ялған сөзләш униң тәбиий хусусийити, чүнки у ялғанчи вә ялғанчилиқниң атиси­дур.


Ундақта, худди кона кийимиңларни ташлавәткәндәк, бурунқи яман турмуш адәтлириңларни кона тәбиитиңлар билән биргә ташлаветиңлар. Чүнки у тәбиәт силәрни аздуридиған яман һәвәсләр билән чирип кәткән.


Бәзилириңлар бурун мана шундақлардин едиңлар. Лекин Рәббимиз Әйса Мәсиһниң күч-қудрити вә Худаниң Роһи арқилиқ гунайиңлар жуюлуп, Худаға беғишландиңлар вә Худа тәрипидин һәққаний адәм дәп җакаландиңлар.


Чүнки бу дунияниң һөкүмрани болған шәйтан Худаниң обризи болған Әйса Мәсиһниң улуқлуғини билдүридиған Хуш Хәвәрниң нури ишәнмәйдиғанларниң дилини йорутмисун дәп, уларниң әқлини ишлимәс қилип қойди.


чүнки Худаниң пәрзәнди болғанларниң һәммиси Әйса Мәсиһкә болған ишәнчи арқилиқ бу дуниядики яманлиқ үстидин ғалибә қили­ду.


Һәққаний йолни тутмайдиған яки қериндишиға меһир-муһәббәт көрсәтмәйдиған киши Худаниң пәрзәнди әмәстур. Худаниң пәрзәнтлири билән шәйтанниң пәрзәнтлири мана мошуниң билән пәриқлиниду.


Худаға бойсунидиған пәрзәнт­ләрдин болуңлар. Әйса Мәсиһни тонумиған чағлириңлардикидәк болмиғур һәвәсләргә берилмәңлар.


Периштә әҗдиһани, йәни иблис яки шәйтан дейилгән һелиқи қедимий иланни тутуп, миң жиллиқ кишәнлиди.


Әзиз балилирим, силәр болсаңлар Худаға мәнсүп, силәр сахта пәйғәм­бәрләр үстидин ғалибә қилдиңлар, чүнки силәрдики Муқәддәс Роһниң күч-қудрити бу дуниядики шәйтанниң күчидин улуқтур.


Бурун силәр Худаға ишәнмәйдиғанлар яхши көридиған ишларни қилип, көп вақтиңларни өткүзүвәттиңлар. Силәр бузуқчилиқ, шәһванийлиқ, һарақкәшлик, әйш-ишрәт, ачкөзләрчә йәп-ичиш вә жиркиничлик бутпәрәсликләр ичидә яшап кәлгән едиңлар.


Илгири силәрму Худадин айрилип, қилған яман ой-пикриңлар вә ишлириңлар сәвәвидин Униң билән дүшмәнләшкән едиңлар.


Әйса Мәсиһ Худа Атимизниң ирадиси бойичә гуналиримиз үчүн Өзини пида қилип, бизни бу яман дуниядин қутқузди.


Бу дунияниң еқимлириға әгишип жүрмәңлар, әксичә ой-пикриңлар Худаниң йеңилиши билән пүтүнләй өзгәрсун. Шу чағда Худаниң һаятиңларға болған ирадисини һәм бу ирадиниң нәқәдәр яхши, нәқәдәр хурсән қиларлиқ вә нәқәдәр мукәммәл екәнлигини биләләй­силәр.


Әй Худаға вапасизлар! Бу дуния билән достлишишниң әмәлиятта Худа билән дүшмәнлишиш екәнлигини билмәмдиңлар? Әгәр силәр бу дунияни дост тутмақчи болсаңлар Худаниң дүшминигә айлинисиләр.


Шүбһисизки, мән Әйса Мәсиһкә ишәнмәйдиғанлар арисидики шәһваний һәвәсләргә берилгән әхлақсизлар, ачкөзлүкләр, алдамчилар яки бутпәрәсләр билән алақә қилмаңлар, демәкчи әмәсмән. Әгәр шундақ дегән болсам, бу дуниядин айрилишқа мәҗбур болаттиңлар.


Петрус униңға: — Һанания, немишкә ичиңгә шәйтанни киргүзүп, йәр сатқан пулниң бир қисмини өзәңгә қалдуруш билән Муқәддәс Роһқа ялған ейттиң?


Силәрму бу дунияниң адәм­лиридин болған болсаңлар, бу дунияниң адәмлири силәрни өзиниң дәп сөйгән болатти. Бирақ Мән силәрни бу паний дуниядин айрип, таллиғанлиғим үчүн, әнди бу дунияға мәнсүп әмәссиләр. Шуниң үчүн бу дунияниң адәмлири силәрдин нәпрәтлиниду.


Силәр билән сөзлишидиған вақит көп қалмиди, чүнки бу дунияниң һөкүмдари — шәйтан келиш алдида туриду. Униң Мени бесип чүшкидәк қудрити әсла йоқтур.


Уларниң қәлби бузуқ җинсий һәвәслири билән толған болуп, тохтимастин гуна қилип туриду вә ишәнчтә аҗиз кишиләрни азду­риду. Уларниң қәлби ачкөзлүккә көнүп кәткән болуп, улар Худаниң ләнитигә кәткәнләрдур.


Улар ахирқи замандики соал-сорақниң чоқум болиди­ған­лиғиға қайил болиду, чүнки Худа бу дунияниң һөкүмдари болған шәйтанни сораққа тартти.


Йәһуда нанни елишиғила ичигә шәйтан кирди. — Қилидиғиниңни чапсан қил, — деди һәзрити Әйса униңға.


Һәзрити Әйса шагиртлири билән кәчлик тамақта биллә болди. Шәйтан аллибурун Симунниң оғли Йәһуда Ишқарийотниң көңлигә һәзрити Әйсани йәһудий ақсақаллириға тутуп бериш вәс-вәсисини салған еди.


Һәзрити Әйса уларға: — Силәр бу йәрлик болуп, бу дунияға тәвә. Мән болсам асмандин кәлгән болуп, бу дунияға тәвә әмәс.


Бу дуниядики кишиләр силәрни һәргиз өч көрмәйду, лекин Мени өч көриду. Чүнки Мән уларниң қилмишлири яман, дәп гувалиқ бериватимән.


Етиз дуния болуп, яхши уруқлар Асманниң Падишалиғиниң мирасхорлиридур. Явайи отлар болса шәйтанға тәвә болғанлардур.


Дуния яритилғандин бу ян, боғузланған Қозиниң һаятлиқ дәптиригә нами йезилғанлардин башқа, йәр йүзидә яшайдиған һәммә инсан Униңға ибадәт қилиду.


Лекин гуна қиливеридиған киши шәйтанға мәнсүптур, чүнки шәйтан әзәлдин тартип гуна қилип кәлмәктә. Худа Оғли Әйса Мәсиһниң дунияға келиштики мәхсити шәйтанниң ишлирини йоқ қилиштур.


Бундақ киши өзиниң барлиқ ишлирида беқарар вә турақсиз келиду, шуңа бундақ адәм Худадин тилигән нәрсилиригә еришимән, дәп ойлимисун.


Чүнки қериндишимиз Кириски Галатия өлкисигә, Титус Далматия өлкисигә кәтти. Демас болса, бу дунияниң ишлириға берилип кәткәнлиги үчүн мени ташлап, Салоника шәһиригә кәтти.


Ахирида шәһәрниң йәрлик әмәлдари халайиқни тиничландуруп мундақ деди: — Әй Әфәс хәлқи! Биз әфәсликләрниң улуқ Артемис бутханисиниң вә униң асмандин чүшкән муқәддәс тешиниң қоғдиғучиси екәнли­гини билмәйдиған киши барму?!


Һәзрити Әйса йәнә мундақ деди: — Әй Симун, Симун! Шәйтанниң һәммиңларни синаш тәливигә Худа мақул болди. У силәрни худди буғдай тасқиғандәк синимақчи.


Бай бу ишни билгәндин кейин, бу сәмимийәтсиз ғоҗидариниң зерәклигигә қайил бопту. Чүнки у өз кәлгүсини ойлап тәйярлиқ қилған екән. Дәрвәқә, бу дунияниң имансиз адәмлири өз мәнпийи­тигә кәлгәндә, Худаниң йоруқлуғида яшайдиған адәмләрдин зерәк.


Инсан Оғли болса һәм йәйду, һәм ичиду. Бирақ улар: «Таза бир тоймас һарақкәш екән. У баҗгир вә башқа гунакарларниң дости», дейишиду. Билип қоюңларки, һекмәт бәргән мевиси билән тонулиду.


Йәттинчи периштә чинидикини һаваға төкти. Асмандики ибадәт­ханиниң тәхтидин көтирилгән җараңлиқ бир аваз: «Иш тамам!» деди.


У биринчи девигә вакалитән көрситишкә һоқуқландурулған карамәтләр билән йәр йүзидә яшайди­ғанларни аздурди. Уларға қилич билән чепилған, лекин аман қалған биринчи девиниң һөрмити үчүн бир һәйкәл тикләшни буйриди.


Чоң әҗдиһа, йәни иблис яки шәйтан дәп аталған, пүтүн дунияни аздурған һелиқи қедимий илан өз периштәлири билән биллә йәр йүзигә ташланди.


Тикәнләрниң арисиға чечилғини шундақ адәмләргә тәмсил қилинғанки, бу адәмләр Худаниң сөзини аңлисиму, лекин көңлигә бу дунияниң әндишилири, байлиқниң езиқтуруши киривелип, Худаниң сөзини боғуветидудә, улар һосулсиз қалиду.


Ундақ кишиләрниң көңлигә бу дунияниң әндишилири, байлиқниң езиқтуруши вә башқа нәрсиләргә болған һәвәсләр киривелип, Худаниң сөзини боғуветидудә, улар һосулсиз қалиду.


Худа Әйса Мәсиһни пәқәт бу дуниядила әмәс, бәлки у дуниядиму барлиқ һөкүмранлар, һоқуқдарлар, яман күчләр, мәнсәп­дар­лар вә тилға алғили болидиғанла әмәлләрниң үстигә чиқарди.


Есиңларда болсунки, туғулушуңлардин йәһудий әмәс силәр өз хәтни­сидин пәхирлинидиған йәһудийлар тәрипидин «хәтнә қилинми­ғанлар», дәп камситилдиңлар. Һалбуки, уларниң хәтниси пәқәт җисманий җәһәттики хәтнидур.


Силәр шу чағларда Худадин жирақ болсаңларму, лекин һазир Әйса Мәсиһкә мәнсүп болғанлиғиңлар үчүн, Әйса Мәсиһниң қурванлиқ қени билән Худаға йеқинлаштурулдуңлар.


Рәббимизниң нами билән агаһландуримәнки, әнди Худаға ишәнмәй­диғанлардәк әрзимәс ой-пикирләр бойичә яшимаңлар.


Бурун силәр қараңғулуқта едиңлар. Лекин һазир Рәббимизгә мәнсүп болғанлиғиңлар үчүн, йоруқлуққа чөмдүңлар. Шуңа сөз-һәрикитиңлар чоқум йоруқлуқтики адәмләрниңкидәк болсун.


Худа Атимизниң нәзәридики пак вә әйип­сиз сада­қәт­мәнлик болса қийинчилиқта қалған житим-йесир, ери өлүп кәткән тул аялларға ғәмхорлуқ қилиш вә өзимизни дунияниң булғи­ши­дин сақлаштур.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite