Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Әфәсликләргә йезилған хәт 2:19 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

19 Шуниң үчүн силәр йәһудий әмәсләр әнди ят вә яқа жутлуқлар­дин әмәс, бәлки Худаниң муқәддәс хәлқи билән биргә Худа Падиша­ли­ғиниң пухралиридин, шундақла Худа аилисиниң әзалиридин болуңлар.

Gade chapit la Kopi




Әфәсликләргә йезилған хәт 2:19
14 Referans Kwoze  

Һалбуки, бизниң һәқиқий маканимиз асманда. Биз асман­дики Қутқазғучимиз болған Рәббимиз Әйса Мәсиһниң асмандин келишини интизарлиқ билән күтмәктимиз.


Қараңлар, асмандики Атимиз бизгә нәқәдәр меһир-муһәббәт көр­сәт­кән һә! Униң меһир-муһәббити шунчилик чоңқурки, У бизни «пәрзәнтлирим» дәп атиди. Һәқиқәтәнму биз Худаниң пәрзәнт­лиримиз. Бирақ Әйса Мәсиһкә ишәнмигәнләр асмандики Атимизни тонумиғанлиқтин, бизниң Худаниң пәрзәнтлири екәнлигимизниму тонуп йетәлмәйду.


Шуниң үчүн пурсәт болсила башқиларға, болупму мәсиһий қериндашлиримизға яхши ишларни қилип берәйли.


У чағларда силәр Әйса Мәсиһкә мәнсүп әмәс едиңлар, шундақла Худаниң хәлқи болған исраиллар қатаридиму әмәс едиңлар, Худа Өз хәлқигә вәдә қилған келишимниң сиртида тураттиңлар һәм Худани тонумай, үмүтсиз яшаттиңлар.


Бу сир йәһудий әмәсләрниңму бу Хуш Хәвәргә ишиниш арқилиқ йәһудийлар билән биллә Худа ата қилидиған һәқиқий байлиққа мирасхор болушини, шундақла уларниң йәһудийлар билән бирликтә бир тәнниң әзалири болуп, Худаниң Әйса Мәсиһ арқилиқ бәргән қутқузулуш тоғрисидики вәдисидин ортақ һөзүрлинишини өз ичигә алиду.


Ишәнчи бар бу кишиләр Худа вәдә қилғанларға муйәссәр болмай турупла аләмдин өтти. Бирақ улар һаят вақтида ишәнчи билән жирақни көрүп, бу вәдиләрниң кәлгүсидә әмәлгә ешишини хурсән­лик билән күткән вә өзлириниң йәр йүзидә яқа жутлуқ вә мусапир екәнлигини етирап қилишқан еди.


Шуниң үчүн шагирт устазидәк, қул ғоҗайинидәк болғиниға қанаәт қилсун. Улар өйниң беши болған Мени «Җинларниң падишаси шәйтан», дәп атиған йәрдә, өйниң әзалири болған силәрни техиму зор һақарәт қилмамду?


Йәр-йүзидә мәңгү моҗут болидиған шәһиримиз йоқ. Биз кәлгүсидики шәһәргә интилмәктимиз.


Қәдирлик қериндашлирим, силәр бу дунияда пәқәт мусапир вә меһмансиләр. Шуңа силәрдин өтүнүп сораймәнки, өзәңларни силәр билән қаршилишидиған яман һәвәсләрдин тутувелиңлар.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite