Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Әфәсликләргә йезилған хәт 2:18 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

18 Демәк, Әйса Мәсиһниң васитиси билән һәммимиз қәлбимиздики охшаш бир Муқәддәс Роһқа тайинип Худа Атимизниң алдиға баралаймиз.

Gade chapit la Kopi




Әфәсликләргә йезилған хәт 2:18
26 Referans Kwoze  

Биз Әйса Мәсиһкә мәнсүп болғанлиғимиз һәм Униңға ишәнгәнлигимиздин жүригимиз тоқ һалда ишәнч билән Худаниң алдиға баралаймиз.


Чүнки йәһудий яки йәһудий әмәс болсун, қул яки әркин адәм болсун, һәммимиз охшаш Муқәд­дәс Роһ тәрипидин чөмүлдүрүлүп, бир тәнниң, йәни Әйса Мәсиһниң тениниң тәркивий қисми болуп, Муқәддәс Роһтин һөзүрләндуқ.


Ишәнчимиз болғачқа, Әйса Мәсиһ бизни биз һазир һөзүрли­ниватқан бу меһир-шәпқәткә егә қилди. Шуңа биз Худаниң шан-шәривигә еришиш үмүтидә шат-хорам болмақтимиз.


Биз һәммимиз бир тәнниң әзалири, қәлбимиздики Муқәддәс Роһму бир. Шуниңға охшаш, Худа бизни чақирғанда, бизгә бәргән үмүтиму бирдур.


Һәзрити Әйса униңға: — Йол, һәқиқәт вә һаятлиқ Өзәмдурмән. Мениңсиз һеч ким Худа Атамниң йениға баралмайду.


Ишик Өзәмдурмән, Мән арқилиқ киргини қутқузулиду һәм кирип-чиқип жүрүп, яп-йешил от-чөпләрни тепип йәләләйду.


Шуңа һәзрити Әйса чүшәндүрүп, мундақ деди: — Билип қоюңларки, қойлар киридиған ишик Өзәмдурмән.


Худа Атимизға шүкүр ейтисиләр. Чүнки Худа силәрни йоруқлуқта яшаватқан барлиқ муқәддәс хәлиқниң мирасидин ортақ һөзүрлинишкә лайиқ қилди.


Силәр Худаниң пәрзәнтлири болғанлиғиңлар үчүн, Худа Өз Оғлиниң Роһини қәлбиңларға салди. Бу Роһ силәрни Худани «Әй сөйүмлүк Ата», дәп чақиртиду.


Әнди силәр қобул қилған Муқәддәс Роһ силәрни қул қилип, қул ғоҗайинидин қорққандәк қорқунучқа салмайду. Әксичә силәр бу Муқәддәс Роһ арқилиқ Худаниң әтиварлап беқи­вал­­ған пәрзәнтлири болуп, Худани «Әй сөйүмлүк Ата!» дәп чақиралайдиған болдуңлар.


Есиңларда болсунки, Әйса Мәсиһ гуна қилип бақмиған болсиму, азап-оқубәт чекип, һәммимизни Худа билән яраштуруш мәхситидә биз гунакарларниң орнида өлди. Униң бирла қетимлиқ қурванлиқ қилиниши билән барлиқ гуналиримиз жуюлди. Униң тени өлгән болсиму, лекин Униң Роһи тирилдүрүлди.


Һемишәм Муқәддәс Роһқа тайинип, илтимасиңларни ейтип дуа-тилавәт қилиңлар. Шундақла сәгәк туруп, барлиқ мәсиһийләр үчүн давамлиқ дуа қилип туруңлар.


бирақ биз үчүн пәқәтла ялғуз бир Худа, йәни асмандики Худа Атимизла бардур. У пүткүл мәвҗудатниң Яратқучисидур, биз Униң үчүн яшаймиз. Шуниңға охшаш биз үчүн ялғуз бир Рәб, йәни Рәббимиз Әйса Мәсиһ бардур. Пүткүл мәвҗудат У арқилиқ моҗуттур. Бизму У арқилиқ йеңи һаятқа егә болдуқ.


Чүнки Тәврат қануни һеч кишини камаләткә йәткүзәлмиди. Шуңа униң орниға бизни Худаға йеқинлаштуридиған техиму яхши үмүт берилди.


Худаниң ушбу планини көз алдимға кәлтүрсәм, асмандики вә йәр йүзидики пүткүл мәвҗудатларни яратқан Худа Атимизға тизлинип дуа қилимәнки,


Лекин силәр, қәдирлик қериндашлирим, өзәңларни интайин муқәддәс болған ишәнчиңларниң һули үстидә өсүп йетилдүрүңлар вә Муқәддәс Роһқа тайинип дуа қилиңлар.


Силәр Әйса Мәсиһ арқилиқ Худаға ишинивати­силәр. Худа Әйса Мәсиһни өлүмдин тирилдүрүп, Униңға шан-шәрәп бәрди. Шуниң үчүн силәрниң ишәнчиңлар вә үмүтүңлар Худаға бағланған.


Силәр кишиләрниң иш-һәрикитигә қарап адиллиқ билән сорақ қилидиған Худани «Ата» дегән екәнсиләр, ундақта бу дунияда мусапир болуп яшаватқан вақтиңларни Худани чоңқур һөрмәтләш билән өткүзүңлар.


Шуниң үчүн берип пүткүл милләтләрни Мениң шагиртлирим қилип йетиш­түрүңлар. Уларни Худа Ата, Униң Оғли вә Муқәддәс Роһниң нами билән чөмүлдүрүп,


Биз тилимиз билән Худа Атимизни мәдһийиләй­миз, йәнә шу тилимиз билән Худа Өз обризиға охшаш қилип яратқан инсанларни қарғаймиз.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite