17 Әйса Мәсиһ Худадин жирақ болған силәр билән Худаға йеқин болған биз йәһудийларға инақлиқ тоғрисидики Хуш Хәвәрни елип кәлди.
Силәр Худа исраил хәлқигә йәткүзгән Хуш Хәвәрни аңлиғанғу. Худа пүтүн инсанларниң Егиси болған Әйса Мәсиһ арқилиқ бизни Өзи билән яраштурди.
Бу вәдигә силәр вә силәрниң әвлатлириңлар һәм дунияниң булуң-пушқақлирида яшаватқанларму еришәләйду. Чүнки Рәббимиз Худа Өзи чақирған кишиләрниң һәммисигә Өзиниң Роһини ата қилиду.
Шуңа биз ишәнчимиз арқилиқ һәққаний адәм дәп җакалинип, Рәббимиз Әйса Мәсиһ арқилиқ Худа билән инақ мунасивәттә болдуқ.
Шуңа биз Әйса Мәсиһниң вәкиллири Униңға вакалитән силәрни шуниңға чақиримизки, Худа билән яришиңлар. Худди бу Худаниң биз арқилиқ силәргә мураҗиәт қилғиниға охшаштур.
«Әң бүйүктики Худаға шан-шәрәпләр болсун! Униң йәр йүзидә йеқин көргән бәндилиригә аманлиқ болсун!» дейишти.
Әгәр у аилидикиләр силәрни қобул қилса, уларға тилигән аманлиғиңлар иҗавәт болиду. Әгәр силәрни қобул қилмиса, тилигән аманлиғиңлар өзәңларға яниду.
Лекин Униңға ишәнмигәнләр Униңға қандақму илтиҗа қилсун? У тоғрилиқ аңлимиғанлар Униңға қандақму ишәнсун? У тоғрисида хәвәр йәткүзгүчиләр болмиса, кишиләр қандақму аңлалисун?
Силәр Әйса Мәсиһ тоғрисида җәзмән аңлидиңлар һәм Униң тәлимлириниму қобул қилдиңлар. Чүнки һәқиқәт Әйса Мәсиһтидур.
— Шуниңға охшаш, әгәр бир аялниң он данә қиммәтлик күмүч тәңгиси болуп, униңдин бирини йоқитип қойса, қандақ қилиду? У җәзмән чирақни яндуруп, өйни сүпүрүп таки тәңгә тепилғичә һәммә йәрни зәң қоюп ахтуруп чиқиду.