Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Әфәсликләргә йезилған хәт 2:13 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

13 Силәр шу чағларда Худадин жирақ болсаңларму, лекин һазир Әйса Мәсиһкә мәнсүп болғанлиғиңлар үчүн, Әйса Мәсиһниң қурванлиқ қени билән Худаға йеқинлаштурулдуңлар.

Gade chapit la Kopi




Әфәсликләргә йезилған хәт 2:13
41 Referans Kwoze  

Бу вәдигә силәр вә силәр­ниң әвлатлириңлар һәм дунияниң булуң-пушқақлирида яшаватқан­ларму еришәләйду. Чүнки Рәббимиз Худа Өзи чақирған кишиләрниң һәммисигә Өзиниң Роһини ата қилиду.


Бәзилириңлар бурун мана шундақлардин едиңлар. Лекин Рәббимиз Әйса Мәсиһниң күч-қудрити вә Худаниң Роһи арқилиқ гунайиңлар жуюлуп, Худаға беғишландиңлар вә Худа тәрипидин һәққаний адәм дәп җакаландиңлар.


Улар йеңи бир қошақ ейтишти: «Орам язмини елишқа Вә печәтләрни ечишқа лайиқсән. Чүнки боғузландиң Вә һәр қәбилидин, һәр тилдин, Һәр милләттин, һәр хәлиқтин болған инсанларни Өз қениң төләми билән Худаға мәнсүп қилдиң.


Сән қараңғу­луқ­та яшаватқанларниң көзлирини ечип, уларни зулмәттин йоруқлуқ­қа, шәйтанниң илкидин Худаниң Падишалиғиға башлайсән. Буниң билән уларниң гуналири кәчүрүм қилиниду. Шундақла улар Маңа ишиниш арқилиқ пак қилинғанларниң арисидин орун алиду!» деди.


У чағларда силәр Әйса Мәсиһкә мәнсүп әмәс едиңлар, шундақла Худаниң хәлқи болған исраиллар қатаридиму әмәс едиңлар, Худа Өз хәлқигә вәдә қилған келишимниң сиртида тураттиңлар һәм Худани тонумай, үмүтсиз яшаттиңлар.


Әйса Мәсиһниң қурванлиқ қени гуналиримиз төләмигә төкүлгәчкә, биз гунаниң қуллуғидин әркин болдуқ. Гуналиримиз кәчүрүм қилинди. Бу Худаниң бизгә көрсәткән чоңқур меһир-шәпқити арқилиқ болди.


Мәйли йәһудий яки йәһудий әмәс болсун, қул яки әркин адәм болсун, әр яки аял болсун, һәммиңлар Әйса Мәсиһкә мәнсүп болғанлиғиңлар үчүн, Худаниң нәзәридә баравәр болдуңлар.


Бир киши Әйса Мәсиһкә мәнсүп болидикән, у йеңидин яралған адәмдур. Униң кона һаяти ахирлишип, йеңиси башланған болиду.


Есиңларда болсунки, Әйса Мәсиһ гуна қилип бақмиған болсиму, азап-оқубәт чекип, һәммимизни Худа билән яраштуруш мәхситидә биз гунакарларниң орнида өлди. Униң бирла қетимлиқ қурванлиқ қилиниши билән барлиқ гуналиримиз жуюлди. Униң тени өлгән болсиму, лекин Униң Роһи тирилдүрүлди.


Шуниң үчүн дәсләпки келишимму қан еқитилған­дила, андин күчкә егә болған.


Силәр Худаниң ирадиси бойичә Әйса Мәсиһкә мәнсүп болдуңлар. Худа Уни бизниң даналиғимизниң мәнбәси қилди. Биз Әйса Мәсиһ арқилиқ Худа алдида һәққаний адәм дәп җакаландуқ. У бизни пак қилип, гунаниң қуллуғидин азат қилди.


Жиғинчақлап ейтсақ, Әйса Мәсиһкә мәнсүп болғанлар әнди җазаға мәһкүм қилинмайду.


Бирақ Рәббим Әйса маңа йәнә: «Йерусалимдин чиқип кәт. Сени жирақ җайларға, йәһудий әмәсләрниң арисиға әвәтимән», деди.


Баятин Петрус Худаниң йәһу­дий әмәсләргиму көңүл бөлидиғанлиғини, йәһудий әмәсләрниң ариси­динму адәм таллап, Өзиниң хәлқи қилғанлиғини чүшәндүрүп өтти.


Бу қорадин болмиған башқа қойлиримму бар, уларниму чақиришим керәк, уларму авазимни аңлайду. Һәммә қойлар бир пада болушуп, бир қойчиға әгишиду.


Чүнки йәһудий яки йәһудий әмәс болсун, қул яки әркин адәм болсун, һәммимиз охшаш Муқәд­дәс Роһ тәрипидин чөмүлдүрүлүп, бир тәнниң, йәни Әйса Мәсиһниң тениниң тәркивий қисми болуп, Муқәддәс Роһтин һөзүрләндуқ.


Худаниң ирадиси билән Әйса Мәсиһниң әлчиси болушқа таллан­ған мәнки Павлустин, Худаниң Әфәс шәһиридики муқәддәс хәлқи — Әйса Мәсиһниң садиқ әгәшкүчилиригә салам.


У чағларда силәр бу дунияниң яман йоллирида маңған едиңлар, яман роһларниң һөкүмрани болған һәм кишиләрни Худаға бойсунмаслиққа аздури­диған шәйтанға бойсунуп яшидиңлар.


Биз Әйса Мәсиһкә бағланғанлиғимиз үчүн, Худа бизниму Униң билән биллә тирилдүрүп, бизгә асмандики тәхттә Униң билән биллә олтириш һоқуқини бәрди.


Чүнки биз һәммимиз Худаниң иҗадийити болуп, Худа бурунла тәйярлиған яхши әмәлләрни қилишимиз үчүн Әйса Мәсиһ арқилиқ йеңидин яритилдуқ.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite