Әфәсликләргә йезилған хәт 2:11 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси11 Есиңларда болсунки, туғулушуңлардин йәһудий әмәс силәр өз хәтнисидин пәхирлинидиған йәһудийлар тәрипидин «хәтнә қилинмиғанлар», дәп камситилдиңлар. Һалбуки, уларниң хәтниси пәқәт җисманий җәһәттики хәтнидур. Gade chapit la |
Худди явайи Зәйтун дәриғиниң шахлири бағдики шахлири сундуруветилгән Зәйтун дәриғигә уланғанға охшаш, йәһудий әмәс силәрму сундуруветилгән әшу шахларниң, йәни йәһудийларниң орниға ишәнчиңлар арқилиқ уландиңлар. Демәк, силәр бу дәрәқниң йилтизидин озуқлуқ елип, ширнисидин һөзүрлиниватқандәк, Худа Ибраһимға вәдә қилған бәхиттин һөзүрлиниватисиләр.