Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Әфәсликләргә йезилған хәт 1:6 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

6 Шуңа Униң чоңқур меһир-шәпқитигә мәдһийиләр ейтимиз. Биз Худаниң сөйүмлүк Оғлиға мәнсүп болғанлиғимиз үчүн, Худа бундақ наһайити зор меһир-шәпқәтни бизгә шәртсиз ата қилди.

Gade chapit la Kopi




Әфәсликләргә йезилған хәт 1:6
41 Referans Kwoze  

У бизни шәйтанниң зулум-зәхмитидин қутулдуруп, сөйүмлүк Оғлиниң Падишалиғиға елип кирди.


Буниңдики мәхсәт, үмүтүмизни Әйса Мәсиһкә әң авал бағлиған бизләр арқилиқ шану-шәвкәтлик Худаға мәдһийиләр елип келиштур.


Шуниңға охшаш силәр Әйса Мәсиһкә мәнсүп болғанлиғиңлар үчүн, маңа ғәмхорлуқ қилған Худа Өзиниң мол байлиғи билән силәрниңму һәммә еһтияҗиңларни қандуриду.


Андин асмандин Худаниң: «Бу Мениң сөйүмлүк Оғлум, Мән Униңдин хурсәнмән!» дегән авази аңланди.


Лекин силәр болсаңлар Худаниң таллиғанлири, Униң Падишали­ғи­ниң роһанийлири, Худаға аталған хәлиқ, шундақла Худаға мәнсүп болғанларсиләр. Силәрни қараңғулуқтин Өзиниң парлақ йоруқлуғиға чақирған Худа Өзиниң улуқлуғини башқиларға йәткүзүшүңлар үчүн силәрни таллиди.


Әйса Мәсиһ арқилиқ һаятиңлар йәнә һәққанийлиқ мевиси билән толуп, Худаға шан-шәрәп вә мәдһийиләр елип келисиләр.


Худаға тәәллуқ болған биз һәммимиз таки үзүл-кесил қутқузулғичә, қәлбимиздики Муқәд­дәс Роһ Худа бизгә вәдә қилған мирасқа еришишимизгә капаләтлик қилиду. Буниңдики мәхсәт, шану-шәвкәтлик Худаға мәдһийиләр елип келиштур.


Кимгә Худа тоғрисида тәлим бериш қабилийити ата қилинған болса, у Худаниң сөзлирини сөзлисун, кимгә башқиларға хизмәт қилиш қабилийити ата қилинған болса, у Худаниң бәргән күч-қудрити билән хизмәт қилсун. Буниң билән һәммә ишта Худа Әйса Мәсиһ арқилиқ мәдһийилиниду. Барлиқ шан-шәрәп вә күч-қудрәт Худаға әбәдил-әбәт мәнсүп болғай, амин!


Худа бизниң Әйса Мәсиһ арқилиқ һәққаний адәм дәп җакалинишимиз үчүн, гунасиз Мәсиһни гунайимизниң қурвани қилди.


Биз тартиватқан мүшкүлчиликләрниң һәммиси силәр үчүндур. Бу арқи­лиқ Худаниң меһир-шәпқити техиму көп кишиләргә йәткүзүлиду. Шундақ болғанда, уларниң тәшәккүрлири Худаға ейтилип, Худа техиму улуқлиниду.


Шундақ қилсаңлар, Худаниң ибадәтханисиниң селишқа ишлитилидиған тирик ташлардин болисиләр. Силәр Худаға аталған роһанийлар болуп, Әйса Мәсиһ арқилиқ Худаға хизмәт қилиш вә мәдһийә ейтиш қатарлиқ Худани хурсән қилидиған қурванлиқларни берәләйсиләр.


Қәлбиңлар рошән болуп, Худаниң бизни қандақ үмүткә чақирғанлиғини вә Өзиниң муқәддәс хәлқигә вәдә қилған мирасниң қанчилик мол вә шанлиқ екәнлигини чүшәнгәйсиләр.


Жиғинчақлап ейтсақ, Әйса Мәсиһкә мәнсүп болғанлар әнди җазаға мәһкүм қилинмайду.


Атам Мени сөйиду. Чүнки Мән Өзәмни қурван қилғандин кейин тирилишим үчүн, җенимни пида қилишни халаймән.


Асмандики Атимиз Оғлини сөйиду вә һәммә ишларни Униң қолиға тапшурған.


«Әң бүйүктики Худаға шан-шәрәпләр болсун! Униң йәр йүзидә йеқин көргән бәндилиригә аманлиқ болсун!» дейишти.


Петрусниң гепи түгимәйла, парлақ бир булут уларни қаплавалди. Булуттин Худаниң: «Бу Мениң сөйүмлүк Оғлум. Мән Униңдин хурсәнмән. Униң сөзигә қулақ селиңлар!» дегән авази аңланди.


Худаниң бундақ қилиштики мәхсити шуки, Худа Өзи Әйса Мәсиһ арқилиқ бизгә ата қилған меһир-шәпқәтниң тәңдашсиз екәнлигини әбәдил-әбәт көрси­тиштур.


Чүштин кейин саат бәштә ишқа чүшкән­ләр келип, ғоҗидардин бир күмүч тәңгидин елишипту.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite