Әфәсликләргә йезилған хәт 1:4 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси4-5 Худа Өзиниң алдида бизниң пак вә әйипсиз болушимиз үчүн, дунияни яритиштин бурунла бизни Әйса Мәсиһкә бағлинишимиз арқилиқ таллиди. Худа бизни сөйгәчкә, бизниң Әйса Мәсиһ арқилиқ Өзигә пәрзәнт болушимизни Өз хуш райи бойичә алдин-ала бәлгүлиди. Бу Униң ирадисидур. Gade chapit la |
Сән көргән девә бир заманларда бар еди, һазир йоқ. У кейин теги йоқ һаңдин чиқип, һалакәткә йүзлиниду. Йәр йүзидә яшайдиған, амма дуния яритилғандин бу ян нами һаятлиқ дәптиригә йезилмиған кишиләр девини көрүп интайин һәйран қалиду. Чүнки у бир заманларда бар еди, һазир йоқ, лекин йәнә пәйда болиду.
Мошундақ болғанда, һеч ким силәрни әйипләлмәйду. Силәрму бу бузулуп, яманлишип кәткән инсанлар арисида Худаниң камчилиқсиз, пак пәрзәнтлиридин болисиләр һәм һаятлиқ елип келидиған Хуш Хәвәрни йәткүзгиниңларда, бу зулмәтлик дунияда худди чақнап туридиған юлтузларға охшаш чақнап турисиләр. Мана шундақ болғанда, Әйса Мәсиһ қайта кәлгән күндә пүтүн хизмитим вә әҗримниң бекарға кәтмигәнлигидин пәхирлинәләймән.